Түркийә парламент әзаси олҗай килавуз: “хитай түркий хәлқләргә елип бериватқан ирқий қирғинчилиқни тохтитиши керәк”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.11.16
Olcay-Kilawuz.jpg Түркийә парламент әзаси олҗай килавуз.
RFA/Erkin Tarim

15-Ноябир күни түркийә парламентидики үчинчи чоң партийә болған милләтчи һәрикәт партийәсиниң парламент әзаси олҗай килавуз әпәнди 650 нәпәр парламент әзаси қатнашқан омумий йиғинда сөз қилип, түркийә ташқи ишлар министирлиқини уйғурларға көңүл бөлүшкә чақириш билән бирликтә хитайни түркий хәлқләргә елип бериватқан “ирқий қирғинчилиқ” ни дәрһал тохтитишқа чақирди.

Түркийә парламентидики 650 парламент әзаси иштирак қилған омумий йиғинда күнтәртипниң сиртида сөзләш һәққи тәләп қилған олҗай килавуз әпәнди сөз қилди. Униң сөзи түркийә дөләт телевизийиси тәрипидин нәқ мәйдандин тарқитилди. 

Олҗай килавуз әпәнди мундақ деди: “бүгүн дуняда инсан һәқ-һоқуқлири алдинқи қатарға чиққан болсиму әмәлийәттә әһвал ундақ әмәс. Һазир дуняниң нурғун җайлирида ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанлиқини көрүп туруптимиз. Бүгүнки күндә хитай шәрқий түркистанни дуняниң әң чоң үсти очуқ түрмисигә айландурди. Шәрқий түркистан полат ишикләр билән етиветилгән болуп, тән җазаси, қирғинчилиқ вә бир милләтни пүтүнләй йоқ қилишқа уруниливатқан бир җайға айланди”. 

Парламент әзаси олҗай килавуз әпәнди түркийә парламентида қилған сөзидә, “җаза лагерлири” һәққидә тохтилип мундақ деди: “2017-йилидин тартип, шәрқий түркистанниң һәрқайси җайлиридики йүзлигән лагерға әң аз дегәндә бир милйон әтрапида уйғур, қазақ вә қирғиз қериндашлиримиз соланған болуп, қанунға хилап һалда уларға бесим вә тән җазаси елип берилмақта. Улар кичик балиларни ата-анилиридин айрип лагерларға солап қоймақта. Хитай һөкүмити ‛қериндаш аилә‚ нами астида мусулман уйғур түрклириниң иппитигә номуссизларчә чеқилмақта. Хитай кадирларни уйғурларниң өйидә йетишқа мәҗбурлимақта. Иппәтлик уйғур қизлирини хитай әрлири билән той қилишқа мәҗбурлимақта”. 

У, хитайниң түркийә пуқралириниму халиғанчә солап қийнаватқанлиқини баян қилип мундақ деди: “түркийәгә екскурсийигә келип кәткән уйғурлар, үмрә вә һәҗигә бериш үчүн муқәддәс тупрақларға барған қериндашлиримизму тутқун қилинмақта. Әгәр аилисидин бир киши чәтәлгә чиқип кәткән болса, униң тутулуши үчүн купайә болмақта. Хитай түркийәликләр билән той қилған түрк вәтәндиши уйғурларниң түркийәгә қайтип келишигә рухсәт қилмайватиду. Мусулман уйғурларни динини инкар қилишқа мәҗбурлимақта. Хитай һөкүмити хитайчә билмәйдиған уйғурларни җазалимақта, балиларниң ата-анилири билән көрүшүшигә рухсәт қилмайватиду. Уйғурларниң д н а әвришкилири дөләт тәрипидин елинмақта”. 

Парламент әзаси олҗай килавуз әпәнди хитай һөкүмитини уйғурларға елип бериватқан “ирқий қирғинчилиқ” сияситини дәрһал тохтитишқа чақирип мундақ деди: “хитай хәлқ җумһурийитигә шуни демәкчимизки, шәрқий түркистандики түркий хәлқләргә елип бериватқан ирқий қирғинчилиқни тохтатсун. Хитай дөлити, асасий қануни билән аталмиш аптономийә қанунида уйғурларға берилгән һәқ вә һоқуқларға риайә қилиши керәк. Тәрбийиләш мәркизи намидики җаза лагерлирини тақиветиши керәк. Тутқун қилинған уйғур қериндашлиримиз қоюп берилиши керәк. Шәрқий түркистан хәлқигә қоюлған саяһәт вә алақә чәклимилири дәрһал бикар қилиниши керәк. 2014-Йилидин башлап хитай зинданлирида тутуп турулуватқан уйғур түрклириниң виҗдани болған илһам тохти дәрһал қоюп берилсун. Түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүшини, бу мәсилиләрни көзитишини үмид қилимән”. 

У сөзиниң ахирида өзлириниң қәйәрдә бир түркий милләт болса, уларға көңүл бөлидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бизниң лидеримиз рәһмәтлик алпарслан түркәш дегәндәк қәйәрдә түркий хәлқ болса уларға көңүл бөлүмиз. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз һәргиз ялғуз әмәс. яшисун һәққаний шәрқий түркистан давайимиз”.

Милләтчи һәрикәт партийәси бурундин тартип уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан партийә иди. У, бу йилқи дөләт рәислик сайлимида һакимийәт бешидики ақ партийә билән иттипақдашлиқ орнатқачқа һөкүмәтниң хитай билән болған мунасивәтни күчәйтиш сиясити түпәйлидин “җаза лагерлири” тоғрисида һазирғичә инкас қайтурмиған иди. Бу партийиниң 15-ноябир күни тунҗи қетим бу мәсилини парламентта оттуриға қоюши неминиң бешарити? әнқәрәдики истратегийилик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди зияритимизни қобул қилип, түркийә парламентиниң омумий йиғинида милләтчи һәрикәт партийәсиниң уйғур мәсилисини, болупму җаза лагерлири мәсилисини тилға елиши “һөкүмәтниң йеқинда бу һәқтә инкас қайтуридиғанлиқиниң бир бешарити”, деди. 

Йеқиндин бери түркийә парламентидики “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим, мәзкур партийиниң парламенттики вәкили явуз ағирали оғлу, җумһурийәт хәлқ партийәсидин болған парламент әзаси гүрсәл текин вә хәлқ демократийәси партийәсидин болған бир нәпәр парламент әзаси түркийә парламентида “лагерлар” мәсилисини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.