“уйғур америка лоңқиси” путбол мусабиқисидин кейин тренер вә путболчи яшлар тәсиратини баян қилди

Мухбиримиз меһрибан
2016.06.03
amerika-uyghur-putbol-longqa-2016.jpg “вашингтон д с уйғур бирлики” командиси чемпийонлуққа еришти
RFA


27 - Май күни америкиниң калифорнийә штати лос анҗилис шәһиридә башланған 2 - нөвәтлик “уйғур америка лоңқиси” путбол мусабиқиси 31 - май күни ғәлибилик ахирлашти. Мәлум болушичә, бу нөвәтлик мусабиқигә америка вә канададики уйғур пәрзәнтлиридин тәшкилләнгән 6 гуруппа қатнашқан. “вашингтон д с уйғур бирлики” командиси билән “бостон - ню - йорк” бирләшмә командиси һәл қилғуч мусабиқигә чүшүп, вашингтон д с командиси чемпийонлуқни қолға кәлтүргән. Мусабиқә аяғлашқандин кейинму мусабиқигә қатнашқан уйғур яшлири вә уйғур җамаити арисида мәзкур мусабиқә һәққидики һаяҗанлиқ кәйпиятниң давамлишиватқанлиқи иҗтимаий таратқулардин мәлум. Радийомиз зияритини қобул қилған тренерлар вә команда әзалири мәзкур мусабиқә вә бу мусабиқидики тәсиратлирини аңлатти.

Игилишимизчә, “уйғур америка лоңқиси” путбол мусабиқисиниң тунҗи нөвәтлик мусабиқиси 2015 - йили америка виригинийә штатидики уйғур яшлириниң тәшкиллиши билән виригинийә штатиниң ферфакис шәһиридә башланған болуп, 2016 - йилидики 2 - нөвәтлик мусабиқиниң саһибханилиқини калифорнийәдики уйғур яшлар путбол командисиниң тренери мершат әпәнди вә калифорнийә җамаити үстигә алған.

Мәлум болушичә, калифорнийә штатиниң лос анҗилис шәһиридә өткүзүлгән 2016 - йиллиқ мусабиқигә шималий америка қуруқлуқидики америка вә канададики яшлардин тәшкилләнгән, “вашингтон д с уйғур бирлики” командиси, калифорнийә лос - анҗелис командиси, калифорнийә сан - франсиско командиси, нюйорк - бостун командиси, тексас командиси вә канада яшлар командиси қатарлиқ алтә команда қатнашқан. 3 Күнлүк җиддий елишиш арқилиқ “вашингтон д с уйғур бирлики” командиси чемпийонлуққа, “бостон - ню - йорк” бирләшмә командиси 2 - ликкә, канада командиси 3 - ликкә еришкән. Путболчилардин виригинийәдики уйғур яшлири арисида “ада” дәп тонулған арафат дилшат алтун пут путбол чолпини болуп баһаланған.

Мусабиқидин кейин иҗтимаий таратқулардин фейсбок, үндидар қатарлиқларда бу қетимқи путбол мусабиқисиниң әмәлийити һәққидики рәсим вә инкаслар йоллинип, бу қетимқи путбол мусабиқисидики көңүллүк кәйпият вә мәзкур мусабиқиниң америкидики уйғур яшлириға вә уйғур җамаитигә көрсәткән иҗабий тәсири һәққидә қизғин муназириләр давам қилмақта.

Тренерлардин виригинийә командисиниң мәшқавули, пешқәдәм путболчи җүрәт заһир әпәнди, бостун - нйойорк командисиниң мәшқавули учқун әпәнди, путболчи яшлардин арафат дилшат вә абдулмутәллипләр радийомиз зияритини қобул қилип, бу йиллиқ мусабиқидики һаяҗанлиқ кәйпиятни, путбол мусабиқиси қатарлиқ паалийәтләрниң, муһаҗирәттә яшаватқан уйғур пәрзәнтлириниң миллий кимлик еңини күчәйтиштә ойниған роли, әһмийити қатарлиқлар һәққидә тохталғандин башқа, бу қетимқи мусабиқиниң саһибханилиқини өз үстигә алған калифорнийә уйғур җамаитиниң қоллишиға қарита алаһидә рәһмитини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.