Америка уйғурлири 2018-йилни бирликтә күтивалди

Өз мухбиримиз әзиз
2018.01.01
yengi-yil-1 Америкидики уйғур җамаитиниң 2018-йилни күтүвелиш паалийитидә дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим сөз қилмақта
RFA/Aziz

2017-Йилниң ахирқи кечиси америкиниң вашингтон шәһри вә униңға йеқин җайлардики уйғур җамаити бир йәргә җәм болуп, йеңи йилни бирликтә күтивалди. Әнәниви уйғур нахша-музикилири билән җанланған йеңи йиллиқ сорунда уйғур паалийәтчиләр сөз қилип, йеңи йилниң уйғурлар үчүн йеңи үмидләрдин дерәк беридиғанлиқини билдүрди.

Муһаҗирәттики уйғур җамаити үчүн уйғурлар бир йәргә җәм болидиған колликтип паалийәт һәрқачан хошаллиқ, тәнтәнә, дидарлишиш вә уйғурлуқ туйғусидин туғулидиған иптихарлиқ һеслири билән юғурулуп кетиду. 2017-Йили 31-декабир кәчлики вашингтон шәһридин анчә йирақ болмиған фалс черч шәһридә өткүзүлгән йеңи йиллиқ паалийәт соруни бу нуқтини йәнә бир қетим намайән қилди.

Америкидики уйғур җамаитиниң аммивий тәшкилати болған “америка уйғур бирләшмиси” бивастә тәшкиллигән бу паалийәт өткән йиллардикигә охшаш көплигән уйғурларни, җүмлидин көп сандики уйғур яшлирини өзигә җәлп қилғанлиқи мәлум. Бу қетимқи йеңи йилни күтүвелиш паалийити үчүн тәйярланған залму тезла уйғур җамаити билән толуп, балиларниң хошал күлкилири билән бирақла аватлишип кәтти.

Бу йилқи паалийәт кәч саәт сәккиздә башлинидиғанлиқи үчүн алаһидә йемәклик буйрутулмиған иди. Әмма бир қисим уйғур аилилири халис тәйярлап кәлгән уйғурчә йемәкликләр уйғурларниң пидакарлиқини шуниңдәк уйғурлардики һәмдәртлик роһини мәлум дәриҗидә әкс әттүрүш билән биргә паалийәткә йеңи мәзмун қошти.

Йиғилған җамаәт бирәр қур җайлишип, ғизаға еғиз тегип болғанда америка уйғур бирләшмисиниң рәииси елшат һәсән бүгүнки паалийәтниң башланғанлиқини елан қилди. Шуниңдәк көпчиликни орунлиридин туруп мәзкур паалийәтниң тунҗи мәзмуни болған “шәрқий түркистан дөләт шеири” ға еһтирам билдүрүшкә чақирди. Шуниңдин кейин һәммәйлән һаяҗан ичидә орунлиридин туруп “шәрқий түркистан дөләт шеири” ни бирликтә оқуди.

Шуниңдин кейин елшат һәсән сөз елип, бүгүнки паалийәт үчүн алаһидә қәдәм тәшрип қилған дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханимни сөзгә тәклип қилди.

Рабийә қадир ханим сәһнигә чиқип алди билән көпчиликниң йеңи йилини қутлаш билән биргә, өзиниң һазир “шәрқий түркистан дөләт шеири” оқуған вақиттики һес-туйғулирини көпчилик билән ортақлашти шуниңдәк уйғурларниң нөвәттә тарихтики әң хәтәрлик әһвалда икәнликини әслитип өтти.

У сөзиниң давамида нөвәттә уйғурларниң вәзийити бунчә яманлишип кетиватқан әһвалда уйғурлар үчүн хитай һөкүмитидин давамлиқ шәпқәт күтүшниң биһудә арзу болидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Арқидин елшат һәсән сөзгә чиқип, уйғурлар өз вәтинидә һәммила нәрсидин айрилип қелиш хәвпигә дуч келиватқан әһвалда муһаҗирәттики уйғурлар арисида барлиққа кәлгән нәтиҗиләрни әсләп өтти. Шу қатарда уйғур миллий кимликиниң әң муһим ачқучи болған ана тил саһәсидә қолға келиватқан утуқларға юқури баһа бәрди.

Уйғурларниң һаяти билән чәмбәрчәс бағлинип кәткән нахша вә музикиму бу қетимқи паалийәттә тегишлик орун алди. Америкидики уйғур яшлири бүгүнки йеңи йиллиқ паалийити үчүн тәйярлиған сәнәт номурлиридин уйғурчә уссул залдикиләрни һаяҗанға салди. Шу қатарда яшлар “гүл уссули” ойниғач қизил гүлни рабийә қадир ханимға тәқдим қилғанда пүтүн залда алқиш садалири көтүрүлди.

Паалийәт ахирида америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән айрим зияритимизни қобул қилип, муһаҗирәттики уйғурларниң мушу хил паалийәтләр арқилиқ өз-өзини техиму күчләндүрәләйдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Кечә саәт қоңғуриқи нөлгә йеқинлашқанда көпчилик бирликтә тәтүр санақ санап йеңи йилни бирликтә күтүвалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.