6 Кишилик уйғур һәйити малайсияни зиярәт қилмақта
2019.01.09

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәһбәрлиридин тәркиб тапқан 6 кишилик бир һәйәт малайсияни зиярәт қилди вә малайсия диний ишлар идарисиниң муптиси билән учрашти.
Бу һәйәт, малайсия зиярити җәрянида малайсия һөкүмитиниң бир қисим рәһбәрлири вә иҗтимаий тәшкилатларниң рәислири билән учришиш елип берип, улар билән уйғур мәсилисини музакирә қилидикән.
Мәзкур уйғур һәйити зиярәт җәрянида йәнә һәр хил радийо-телевизийә вә гезит мухбирлириниң зиярәтлирини қобул қилип, уйғур мәсилисини аңлитидикән шундақла иҗтимаий тәшкилатларниң уюштуруши билән уйғурлар тоғрисида ечилған йиғинларға қатнишип доклат беридикән.
Уйғур һәйәт зияритиниң биринчи күни куала лумпурда малайсия дини ишлар идарисиниң рәиси билән ишханисида учрашқандин башқа йәнә WADAH, GLOBAL PEACE, ABÝM ANJUNG RAHMAH қатарлиқ иҗтимаий тәшкилатларниң рәһбәрлири билән учришип, уйғур мәсилиси тоғрисида доклат сунған вә улар билән уйғурларниң нөвәттики әһвали тоғрисида пикир алмаштурған.
Австралийәдин малайсияға барған диний өлима абдусалам алим, малайсия “TV3” қанилиниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан мәсилилирини аңлатқан, болупму у хитай даирилириниң уйғур мусулманлириға қойған дини җәһәттики чәклимилирини дәлил-пакитлар билән оттуриға қойған.
Уйғур һәйәтниң ичидә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан, шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор атавулла шәһяр, муавин рәислири-сираҗидин әзизи, австралийәдин абдусалам алим қатарлиқ 6 киши бар.
Биз шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан вә абдусалам алим әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
2018-Йили 12-айниң 21-күнлири малайсия вә һиндонезийә дөләтлиридә иҗтимаий тәшкилатлар вә нәччә миңлиған хәлқ аммиси кочиларға чиқип, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясәтлири вә җаза лагерлириға қарши наразилиқ намайиш елип барған иди.
Юқиридики авазлиқ улиништин бу һәқтики программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.