Истанбул айродромида тутуп турулуватқан уйғурлар әркинликкә чиқти
2019.01.02

Истанбул айродромида 70 күндин буян тутуп турулуватқан 11 нәпәр уйғур 12-айниң 29 -күни қоюп берилип, түркийәгә рәсмий кирди.
Хитайниң зулумидин қечип тайландқа кәлгәндә тутулуп қалған, кейинчә тайланд түрмисидин қечип малайсия арқилиқ түркийәгә кәлгән 11 нәпәр уйғур мусапир өткән йилиниң өктәбир айлирида истанбул айродромида тутуп қелинған иди. Улар истанбул айродромида 70 күндин артуқ тутуп турулғандин кейин, 2018-йили 12-айниң 29 -күни әркинликкә чиқти вә түркийәгә кириши үчүн рухсәт берилди.
Йеңидин қоюп берилгән 11 уйғурниң арисидики һәсәнҗан имам исимлик уйғур өзиниң бешидин өткән кәчүрмишлирини, һаят һекайилирини, зулумдин қутулуш йолида тартқан азаб-оқубәтлирини вә шундақла түркийәгә келип әркинликкә чаққандин кейинки тәсиратлирини баян қилди.
У алди билән өзлиригә ярдәмдә болған барлиқ орган вә шәхсләргә рәһмәт ейтти.
Түркийә “ийи” партийәсиниң парламент әзаси пәхридин юқуш әпәнди түркийә парламенти кишилик һоқуқни тәкшүрүш комитетида бу уйғур мусапирларниң мәсилисини оттуриға қоюп, уларни қоюп беришни тәләп қилған иди. Түркийә ички ишлар министирлиқи көчмәнләр ишлири идарисигә мәктуп йоллап, “буниңдин кейин чеграда тутуп қелинған шәрқий түркистан түрклири зиярәт қилиниду, мәсилилири өз орнида көзитилиду, сөзлиригә қулақ селиниду вә буниңдин тездин бир нәтиҗә чиқириш тәләп қилиниду,” дейилгән.
“ийи” партийәсиниң парламент әзаси пәхридин юқуш әпәнди 29-декабир күни әнқәрәдә ечилған “дуня түрк бирлики” йиғинида уйғур мәсилиси вә истанбул ататүрк айродромида тутуп турулуватқан 11 нәпәр уйғур тоғрисида тохтилип мундақ дегән: “истанбул айродромида тутуп турулуватқан 11 нәпәр уйғур тоғрисида кишилик һоқуқ комитетиниң рәисигә тәклип сундум шундақла һөкүмәткә рәсмий илтимас қилдим. Һөкүмәт тәрипидин маңа кәлгән җавабта улар уйғур, әмма башқа дөләтниң паспортлири билән келипту деди. Улар әлвәттә өз дөлитиниң паспорти билән келәлмәйду, хитай уларға паспорт бәрмәйду дедим.”
Пәхридин йоқуш әпәнди сөзидә йәнә бу мәсилини парламентта оттуриға қойғанлиқини билдүрүп мундақ дегән: “мән бу мәсилә тоғрисида парламентта шундақ дедим: бу дөләткә төт милйон сүрийәлик халиғанчә кирип чиқиду, мениң қандашлирим икки айдин буян айродромда тутуп турулуватиду. Бу қандақ мусулманлиқ, қандақ инсанлиқ? қәйәрдә болуштин қәтийнәзәр, һәр бир түркниң түркийә җумһурийитидә яшаш һәққи бар. Улар бу дөләткә келиду.”
“йеңи чағ” гезитиниң 29-декабир күни тарқатқан хәвиридә билдүрүшичә, “ий” партийәсиниң истанбул шөбиси рәиси буғра кавунҗи әпәнди мәзкур 11 нәпәр уйғурниң икки айдин артуқ тутуп турулуватқанлиқиға наразилиқ билдүргән. У “уйғур түрклириниң 4 милйон сүрийәлик көчмәнләрчилик қәдир-қиммити йоқму?” дегәндәк соалларни қоюп һөкүмәтни тәнқид қилған.
У мундақ дегән: “уйғур қандашлиримизниң дөлитимиздә яшаватқан 4 милйонға йеқин сүрийәлик көчмәнләрдин, афғанистан көчмәнлиридин зади немә пәрқи бар? уйғур қандашлиримизниң нәччә йиллардин буян түркийәдә меһман болуп яшаватқан, тәлим-тәрбийә, саламәтлик вә қатнаш қатарлиқ һәр түрлүк еһтияҗлири дөләтниң баҗлириға тайинип тәминлиниватқан сүрийәлик панаһланғучилардәк қәдир-қиммити йоқму? әгәрдә бүйүк түрк дөлитиниң имканийәтлири бу 11 уйғур қандашлиримиз үчүн йетәрлик болмиса, биз ийи партийәси болуш сүпитимиз билән у қандашлиримизни өйлиримиздә меһман қилип, уларниң тәлим-тәрбийә, саламәтлик вә туралғу өй еһтияҗлирини қамдашқа тиришимиз һәмдә буниңдин пәхирлинидиғанлиқимиз билдүримиз.”
“ий” партийәси истанбул шөбисиниң рәиси буғра кавунҗи әпәнди сөзидә йәнә бу уйғурларни дәрһал қоюп беришни тәләп қилип мундақ дегән: “түрк дөлитидин вә һөкүмитидин бу наһәқчиликниң дәрһал һәл болушини, уйғур қандашлиримизни көз алдимизда қарап туруп өлүмгә ташлап бәрмәсликни тәләп қилимиз.”