Қазақистандики “ата юрт пидаийлири” ға уйғурларму қатнашмақта
2019.01.15
Уйғур елидин қазақистанға көчүп кәлгән бир қисим қазақ паалийәтчилириниң хитайниң лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлирини қутулдуруш үчүн гуваһлиқ бериш, қазақистан һөкүмитигә әрз сунуш мәқситидә тәшкиллигән “ата юрт пидаийлири” намлиқ гуруппиниң паалийәтлири иҗабий нәтиҗә беришкә башлиғанлиқи мәлум. “ата юрт пидаийлири” ниң қурғучиси вә башламчиси серикҗан билашоғлиниң билдүрүшигә қариғанда, хитай һөкүмитиниң лагерларға қамалған икки миң қазақ тутқунни қоюп беришкә мақул болғанлиқини уларниң тиришчанлиқлиридин айрип қариғили болмайду. Қоюп берилгәнләр ичидә “ата юрт пидаийлири” сепигә қетилған уйғур вә башқа милләтләрниң уруқ-туғқанлириму бар икән. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә мәлумат бериду.
Өткән һәптә бирләшмә агентлиқиниң қазақистан ташқи ишлар министирлиқиниң баянлиридин нәқил елип, хитай һөкүмитиниң лагерлардики қазақ тутқунлардин икки миң кишини қоюп беришкә мақул болғанлиқини хәвәр қилиши, дуня мәтбуати вә уйғурларда зор ғулғула қозғиған бир хәвәр болған иди. Әмма бу хәвәрдә уларниң пүтүнләй қазақлар яки уйғурларниму өз ичигә алидиғанлиқи ейтилмиған иди. Қазақистандики уйғурларму мушу пурсәттә өзлириниң лагерларға қамалған бигунаһ уруқ-туғқанлириниңму қутулуш пурситигә еришишини үмид қиливатқанлиқини билдүрүшмәктә.
Биз бу һәқтә йәниму ениқ мәлумат елиш үчүн, қазақистандики “ата юрт пидаийлири” тәшкилатиниң башламчиси серикҗан билашоғлини телефон арқилиқ зиярәт қилдуқ.
Серикҗан билашғли: “гәрчә қазақистан ташқи ишлар министирлиқи арқилиқ таратқуларда тарқалған, хитайниң икки миң қазақ тутқунни қоюп берип қазақистанға йәрләштүрүлидиғанлиқи һәққидики хәвәр һәқиқәтәнму бир хуш хәвәр болсиму, әмма “ата юрт” тәшкилатимизға мәлум болған учурларда, бизгә келип әрз қилғанлар ичидә қоюп берилип һазир қазақистан ’ға йетип кәлгәнләр йүздин ашиду. Хитай тәрәптин зади қанчә қазақни қоюп бәргәнлики, қанчилик адәмниң қазақистан чеграсидин өтүшкә рухсәт қилғанлиқи һәққидә һечқандақ ениқ мәлумат йоқ. Шуңа биз хитайниң көз боямчилиқини ашкарилаш үчүнму баянат елан қилдуқ” деди.
Серикҗанниң билдүрүшигә қариғанда қазақистандики “ата юрт пидаийлири” тәшкилатиға әрз сунған қазақларниң лагерларға елип кетилгән уруқ-туғқанлириниң сани 10 миңдин ашқан. Улар игә болған мәлуматлардин һазирға қәдәр булардин миң нәпириниң қоюп берилгәнлики мәлум болсиму, лекин улар асасән өйлиридә нәзәрбәнд қилинған вә техи қазақистан ‘ға йетип келәлмигән.
Серикҗанниң тонуштурушиға қариғанда қазақ паалийәтчиләрниң икки йилдин буян лагерлардики қазақлар һәққидә тохтимай мәтбуатларға гуваһлиқ бериши, қазақистан һөкүмитигә әрз сунуши вә хитай консулханиси алдида намайишларни тәшкиллиши қатарлиқ паалийәтлири нәтиҗисидә, лагерлардики қазақларниң мәсилиси хәлқаралашқандин башқа қазақистан һөкүмитиниму уйғур аптоном районида яшайдиған қазақлар вә хитай һөкүмити билән мәхсус сөһбәтләр елип беришқа мәҗбур қилған.
“ата юрт пидаийлири” ниң қазақистандики паалийәтлири барғансери раваҗланғандин башқа, алмутадин башқа астана вә йәнә бир шәһәр болуп җәмий 3 җайда мәхсус ишхана ачқан.
Серикҗан: “ата юрт пидаийлири” ға әрз қилған уйғурлардинму туғқанлири лагердин қуюп берилгәнлири бар
Биз серикҗандин мәзкур тәшкилат тәрипидин хәлқаралиқ мәтбуатларға лагер һәққидә бәргән мәлуматлирида, уйғурларниң кәмдин-кәм тилға елинишида қазақистан һөкүмитиниң бирәр бесими яки башқа бир сәвәби-бар йоқлуқини соридуқ. Серикҗан буниңға җавабән буниңда қазақистандики уйғурларниң лагерларға соланған уруқ-туғқанлириға игә чиқишқа җүрәт қилалмаслиқи вә бу хил дәва паалийәтлиригә қатнишишқа пассип позитсийә тутуватқанлиқиниң асаслиқ сәвәб болуватқанлиқини билдүрди шундақла “ата юрт пидаийлири” тәшкилатниң нишаниниң милләт яки юрт айримай пәқәт хитайниң зулумиға учриған барлиқ инсанниң инсан һәқлири үчүн, лагерларниң тақилиши, лагердикиләрниң қоюп берилиши үчүн дәва қилиш икәнликини әскәртти.
Серикҗанниң ейтишиға қариғанда, һазир қазақистанда яшаватқан уйғурларниң ичидиму бара-бара қорқунчлирини йеңип, “ата юрт пидаийлири” сепигә қетиливатқанлар, әрзини йәткүзүватқанларму көпийиватқан болуп, йеқинқи мәзгилләрдә 20 дин артуқ уйғур өзлириниң лагерлардики уруқ-туғқанлири һәққидә мәзкур тәшкилатқа мәлумат берип әрз тапшурған. Буниң ичидә қазақистан пуқраси гүзәл беситиваниң лагердики ери, йәни хитай пуқраси, уйғур әдһәм миҗит йеқинда лагердин қоюп берилгәнкән. Униңдин башқа йәнә бу тәшкилатқа туғқанлириниң қоюп берилишини тәләп қилип әрз сунған башқа милләтләрдин икки қирғиз, бир татарму лагердин чиққан.
Бигунаһ һалда 15 ай лагерға қамалғандин кейин, бултур сентәбирдә лагердин қутулуп чиққан қазақистан пуқраси гүлбаһар җелилова, лагерға қамалған қазақистан пуқралири ичидә уйғурларниңму барлиқиниң бир мисали.
Қазақистанда лагердикиләрни қутқузуш үчүн уйғурларниң паалийәт елип бериватқан мәхсус тәшкилати йоқ
Униңдин башқа йәнә хели көп сандики қазақистанлиқлар билән никаһланған, әмма техи қазақистан пуқралиқини алмиған уйғурларниңму лагерда икәнлики мәлум болсиму, бирақ уларниң ениқ санлиқ мәлумати йоқ икән. Хитай һөкүмитиниң ериниң қоюп берилгәнлики һәққидә мәлумат алған қазақистанлиқ уйғур гүзәл беситива зияритимизни қобул қилди.
Гүзәл беситива 2016-йили ахири йолдиши, йәни икки қиз вә бир оғул, җәмий 3 балиниң дадиси әдһәм миҗитниң туғқан йоқлаш үчүн қазақистандин ғулҗиға кирип кәткәнчә қайтип кәлмигәнликни, арқидин ериниң лагерда икәнлики һәққидә мәлуматқа игә болғандин кейин, өзиниң әрз қилсам еримгә техиму зор хәтәр йетип қаларму дегән әндишидә сүкүт қилғанлиқини, бир йилдин буян һечқандақ җаваб алалмиғандин кейин йеқинда “ата юрт пидаийлири” тәшкилатиға әрз қилғанлиқини билдүрди.
У өзиниң ғулҗидики бир йеқин туғқини арқилиқ ериниң йеқинқи күнләрдә қоюп берилгәнликидин хәвәр тапқан болсиму, әмма ериниң қоюп берилишидә өзиниң әрзиниң қанчилик роли болғанлиқиға ениқ бир нәрсә дейәлмәйдиғанлиқини әскәртти.
Гүзәл ханимниң ейтишичә, гәрчә қазақистандики көп қисим уйғурларниң уруқ-туғқанлири лагерларда болсиму, улар әрз қилишқа җүрәт қилалмай кәлмәктә. Униң билишичә һазирға қәдәр уйғурлар қазақистанда лагерға қамалған уруқ туғқанлири үчүн паалийәт қилидиған бир тәшкилат қурмиди. Шуниң үчүн у өзиму “ата юрт пидаийлири” дин ярдәм сориған икән.