Хитай пакистандики масод азһарни б д т ниң қара тизимликигә киргүзүшкә қарши чиққан
2017.01.10
Оттура асия әллиридә террорлуққа қарши һәмкарлиқларни күчәйтиватқан хитай һөкүмитиниң, өткән һәптә пакистандики, асаслиқи кәшмир районида һәрикәт қилидиған, һиндистанға қарши “җаиши муһәммәд” дәп аталған қораллиқ күчләрниң башлиқи масод азһарни б д т ниң террорлуқ қара тизимликигә киргүзүшкә қарши турғанлиқиға аит учурлар хәлқара мәтбуатларда оттуриға чиқти.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, “җаиши муһәммәд” тәшкилати бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңиши тәрипидин террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзүлгән болсиму, әмма тәшкилат рәһбири масод азһар тизимликтә йоқ болуп, һиндистан һөкүмити униң бир қанчә қетимлиқ елип барған һуҗум һәрикәтлирини көрситип, уни террорлуқ қара тизимликигә киргүзүшни илтимас қилған иди.
Хитай һазирғичә икки қетим мәзкур шәхсни қара тизимликкә киргүзүшкә тосқунлуқ қилған болуп, ройтерсниң хәвиридә көрситилишичә, һиндистан ташқи ишлар баянатчиси викас сваруп өз һөкүмитиниң масод азһарни тизимликкә киргүзүш тәлипиниң 9 ай илгири оттуриға қоюлғанлиқини вә башқа хәвпсизлик кеңәш әзалириниң қоллиғанлиқини, әмма хитайниң тосқунлуқ қилғанлиқини әскәрткән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи болса мәзкур мәсилә һәққидә өзлириниң башқичә қариши барлиқини вә бу мәсилидә йәнә көпрәк мәслиһәтлишиш вақти керәкликини билдүргән. Нәтиҗидә пикир бирлики һасил қилинмиған.
Хитайниң масод азһарни тизимликкә киргүзүшкә қарши чиқишидики сәвәб-амиллар хәлқара мәтбуатларниң муһим анализ темиси болған болуп, бу һәқтә түрлүк көз қарашлар оттуриға қоюлмақта.
“германийә долқунлири радийоси” 8-январ күни “хитай немә үчүн пакистандики җаиши муһәммәдни қоғдайду?” намлиқ бир сөһбәт елан қилған. Мәзкур сөһбәттә пикир баян қилған германийә һайделберг университети җәнубий асия институтиниң тәтқиқатчиси, бирюсселдики җәнубий асия демократийә мунбири тәтқиқат оргининиң мәсули болған сигфирид волф әпәнди, афғанистан, пакистан вә башқа оттура асия әллиридә террорлуққа қарши һәмкарлиқларни күчәйтиватқан, ислам радикал күчлириниң һәммисини бейҗиңниң йеңи йипәк йоли пиланиға тәһдит дәп қарап келиватқан хитай һөкүмитиниң, масод азһарни б д т хәвпсизлик кеңишиниң қара тизимликигә киргүзүшкә қарши мәйданда болушиниң арқа көрүнүши һәққидә тохталған.
Сигфирид волф әпәнди германийә авази радийоси мухбириниң соаллириға җаваб берип, мәсилиниң маһийитини бирқанчә тәрәптин йорутуп бәргән болуп, униң илгири сүрүшичә, хитайниң масод азһарни һимайә қилиши пәқәт пакистанни дипломатийә җәһәттин қоллашниң бир қисмидин ибарәттур. Хитай пакистанни террорлуқни қоллаватқан дөләт тизимликигә елишниму тосмақта, әгәр пакистан җазалашқа учриса, бу, пакистанға сиясий вә иқтисадий җәһәтләрдин тәсир йәткүзүпла қалмастин, бәлки йәнә хитайғиму тәсир көрситиду. Чүнки, пакистан хитайниң иттипақдиши, шуңа хитай даирилири хәлқара сәһнидә, мәсилән, “брикс” тәшкилати йәни хиш тәшкилатиға әза дөләтләр йиғини вә мәркизи асия йиғинлирида, һиндистанниң пакистанни террорлуқни қоллиғучи дөләт қатариға киргүзүш тәклипигә тосқунлуқ қилип кәлмәктә. Хитай йәнә амал қилип, пакистанни афғанистан ишлириға көпләп қатнаштурушқа вә пакистанниң оттура асия райони билән һәмкарлишиш вә бихәтәрлик диалоги қилишиға тиришмақта.
Апторниң қаришичә, хитайниң азһарни террорлуқ тизимликкә киргүзүшкә тосқунлуқ қилишидики йәнә бир сәвәб, “җаиши муһәммәд”тин ибарәт мәзкур һиндистанға қарши һәрбий тәшкилатниң нишанни пакистанға қарши турушқа айландуруш әндишисидур, чүнки хитай бу җәһәттә һиндистанни қоллиса, буниң хитайға көрситидиған тәсириму хәтәрлик болидикән. Чүнки, хитай пакистанни өз ичигә алған җәнубий асия дөләтлиригә зор миқдарда мәбләғ салған.
Аптор буниң сәвәбини чүшәндүрүп, хитайниң өзиниң җәнубий асиядики иқтисадий мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн ислами тәшкилатлар билән техиму чоңқурлап тоқунушни халимайдиғанлиқи илгири сүриду.
Сигфирид волф әпәндиниң илгири сүрүшичә, һиндистанниң сиясити хәлқара җәмийәткә пакистанниң террорлуқни қоллиғучи дөләт икәнликини етирап қилдуруштур, әгәр хәлқара җәмийәт буни етирап қилса, һиндистан пакистандики қораллиқ унсурларға қарита һәрбий һәрикәт қоллиниш вә чегра атлап һәрикәт қилиш пурситигә игә болиду.
Түркийәдики истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм хитайниң азһарни хәлқаралиқ террорчилар қара тизимликигә киргүзүшкә қарши турушидики сәвәбләр һәққидә тохталғанда, хитайниң террор чүшәнчисидики пәрқләрни тилға елип, өз мәнпәәтигә тоғра кәлмигән һәрқандақ күчни террорчи атайдиған хитайниң, өз мәнпәәтигә уйғун болса һәқиқий террорчиларға чапан йепиштин чекинмәйдиғанлиқини әскәртти.
Сигфирид волф әпәнди зиярәт хатирисидә: “хитай узун заманлардин буян шинҗаңда ислам күчлириниң паракәндичиликигә учрап кәлди. Террорға қарши күрәштә бейҗиң немә үчүн йеңи деһли билән һәмкарлашмайду?” дегән соалға мундақ җаваб бериду: “хитай террорға қарши турушта америка вә һиндистанни ташливәтти. Хитай даирилириниң һиндистанни райондики сиясий рәқиб дәп қарайдиған әнәниси бар. Америка билән һиндистанниң мунасивитиниң қоюқлуқи бейҗиңға нисбәтән бир тәһликә. Бу сәвәбтин хитай һиндистан билән һәмкарлишишни халимайду.”
Уйғур сиясий көзәткүчилиридин пәрһат муһәммиди әпәнди тәтқиқатчи сигфирид волфниң пикрини қуввәтләп, хитайниң террор мәсилисидә икки хил өлчәмлик сиясәт йүргүзүватқанлиқини тилға алди.
“хитай немә үчүн пакистандики җаиши муһәммәдни қоғдайду?” намлиқ мәзкур зиярәт хатирисидә йәнә, пакистан һөкүмитиниң пакистан вә афғанистандики бир қисим җиһадий гуруппиларни қоллаватқанлиқи, хитайниңму өзигә вә пакистан һөкүмитиниң мәвҗутлуқиға тәһликә кәлтүрмәйдиған радикал күчләрни васитилик қоллаватқанлиқи, йеқинда русийә, пакистан вә хитай арисида елип берилған террорға қарши һәмкарлиқ музакирилиридә ислам дөлити күчлириниң асасий дүшмән һесабланғанлиқиму баян қилинған.