Германийә таратқулирида уйғур дияридики лагерлар мәсилиси қизиқ тема болмақта
2018.09.12
Йеқинқи бир айдин буян, германийәдики даңлиқ ахбарат васитилиридин а р д, з д ф қатарлиқ телевизийә қаналлири, “әйнәк”, “заман” қатарлиқ гезит-журналлар вә “германийә авази” қатарлиқ радийоларда уйғур дияридики “қайта тәрбийәләш мәркизи” намидики җаза лагерлириға аит хәвәр, анализлар көпләп елан қилинип, кишиләрниң диққитини уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә җәлп қилди.
10-Сентәбир кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң җаза лагерлири тоғрисидики доклати елан қилинғандин кейин, германийәдики д п а, йәни германийә ахбарат агентлиқи қатарлиқ көплигән ахбарат қаналлирида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси қайтидин күнтәртипни игиләшкә башлиди.
11- Сентәбир “германийә авази” радиосида җаза лагерлириға мунасивәтлик 3 хәвәр вә бир син филими бирақла елан қилинди. “уйғурлар зиянкәшликкә учримақта, кишилик һоқуқ тәшкилати хитайни җазалашни тәләп қилди” намлиқ хәвәр, “ши җинпиң қаттиқ бастурмақта, шинҗаңда вәзийәт еғир” намлиқ хәвәр, “улар бизни ‛компартийә болмиған болса, йеңи җуңго болмайтти‚ дәп нахша ейтишқа мәҗбурлиди” намлиқ син филими, “әркинлик йәнә чәклимигә учриди, хитай торлардики диний учурларни контрол қилмақта” қатарлиқ бир йүрүш-мақалә вә хәвәрләрдә уйғур дияридики һазирқи еғир вәзийәтләр әтраплиқ тәсвирләнди.
Хәвәрләрдә қанунсиз қурулған “қайта тәрбийәләш мәркизи” намидики җаза лагерлириға қамалған 1 милйондин 3 милйонғичә болған уйғурларниң еғир түрмә һаятини баштин көчүрүватқанлиқи, тән җазасиға учраватқанлиқи, меңә ююш оператсийәсиниң қурбанлириға айлиниватқанлиқини, лагер сиртидики хәлқниң вәһимә- әндишиләргә әсир болуп, дәккә- дүккә ичидә һаят көчүрүватқанлиқи кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә б д т ниң доклатлири асасида мисаллар билән баян қилинған.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, җаза лагерлири мәсилисиниң алдимиздики күнләрдә хәлқаралиқ бир мәсилигә айлинип, хитайға нисбәтән еғир бесим пәйда қилиши мумкинликини илгири сүрди.
Җаза лагерлири мәсилиси америкида, явропа иттипақида, б д т да вә германийә қатарлиқ ғәрб әллиридә барғансери қизиқ тема болуватқан дәл мушундақ бир вәзийәттә д у қ ниң рәиси долқун әйса билән қурултай иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанатлар 11-сентәбир ақсарайда америка дөләт рәһбәрлири билән җаза лагерлири мәсилиси тоғрисида сөһбәттә болди. Бундин бирқанчә күн илгири, явропа парламентидики 5 чоң партийә явропа комиссийони вә ташқи ишлар министирлиқиға йолланған җаза лагерлириға мунасивәтлик соалларға имза қойди. 7-Сентәбир күни қурултай рәиси долқун әйса билән қурултайниң явропаға мәсул хадими әсқәрҗан әпәндиләр германийә ташқи ишлар министирлиқида мәхсус зиярәттә болуп, җаза лагерлири мәсилиси тоғрисида җиддий сөһбәтләр елип барған иди. Әсқәрҗан әпәнди бу қетимқи сөһбәтниң җаза лагерлирини тақаш үчүн чарә издәшни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүрди.
Д у қ рәһбәрлириниң баян қилишичә, муһаҗирәттики уйғурларниң җаза лагерлириға қарши паалийәтлири ғәрб әллириниң бу мәсилигә болған диққитини тартишта вә хәлқара мәтбуатлардин кәң йәр елишида зор рол ойнимақта икән.
Игилишимизчә, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси д у қ ниң нөвәттики әң җиддий хизмәтлиридин биригә айланған. Бүгүн вә әтидин башлап д у қ ниң рәиси долқун әйса, қурултай фондиниң мудири абдуҗелил әмәт, қурултай хадими райин әпәнди вә шәһризат ғәйрәттин тәркиб тапқан бир гуруппа хадимлар җәнвәгә атлинип, җаза лагерлири мәсилиси бойичә б д т дики бир һәптилик муҗадилисини башлайдикән. Игилишимизчә, қурултайниң программа йетәкчиси питер ирвен б д т дики паалийәтлирини башлап болған икән.
Д у қ ниң хадими шәһризат ғәйрәт бу қетимқи б д т сәпириниң җаза лагерлири мәсилисидин сирт, бу йил 11- айда б д т да чақирилидиған хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини омумйүзлүк көздин көчүрүш йиғининиң тәйярлиқ хизмәтлирини ишләш икәнликини тилға алди. Қурултай фондиниң рәиси абдуҗелил әмәт әпәндиму бу қетимқи сәпәр тоғрисидики қарашлирини баян қилди.