“земистан” тори: “уйғурларниң вәзийитидин пүтүн дуняниң хәвәрдар болуш һоқоқи бар”

Мухбиримиз сада
2019.01.04
bitter-winter.jpg “зимистан” торидики хитайдики 45 мухбириниң тутқун қилинғанлиқи һәққидики хәвәр. 2018-Йили 28-декабир.
bitterwinter.org

Һәммигә мәлум болғинидәк, уйғур диярдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ қийин-қистаққа елиниш мәсилиси хәлқараниң муһим диққәт нуқтиси болишида ғәрб таратқулири зор тиришчанлиқларни көрситип кәлмәктә.

Әлвәттә, демократик әлләрдики һөкүмәтләрниң уйғур вәзийитини тонуп йетишидә тайинип кәлгән асаслиқ мәнбә һәрқайси ахбарат вастилириниң шу тема һәққидә тохтимастин елан қилип келиватқан учурлиридур. Буниңда “вашингтон почтиси”, “малийә вақти” гезити, “вол-стрт журнили” гезити, “нию-йорк вақти” гезити қатарлиқ хәлқараға даңлиқ ахбарат вастилири вә “земистан” торидәк йеңидин гүллиниватқан тор мәтбуатларниң роли көрүнәрлик болмақта. 

“земистан” тори қурулған қисқиғинә бир нәччә ай ичидә уйғур диярида тутқун қилинип лагерларға қамалғанларниң әһвали вә лагерларниң ич мәнзириси һәққидә син көрүнүшләрни тарқитип, дуняға хитай изчил пәрдазлап кәлгән аталмиш “кәспий техника тәрбийләш мәркизи” ниң зади қандақ бир җай икәнликини толуқ дәлил-испатлар билән ашкарилап кәлди. 

Буниң типик мисали “земистан” тори бултур ноябир вә декабир айлирида елан қилған ғулҗа йеңийәр йезисидики “қайта тәрбийәләш” лагери һәққидики син көрүнүштур. Мәзкур син көрүнүштә мухбир хитай һөкүмити тәрипидин “тәрбийләш мәктипи” дәп ативалған йәрниң әмәлийәттә түрмидин һеч пәрқи йоқлиқини һәрбир инчикә нуқтилар билән испатлиған. Лагер ичигә селинған һәрбир бинаниң полат сим вә торлар билән қоршалғанлиқи, “тәрбийләнгүчиләрниң ятиқи” намидики кичик өйләрниң ичигила орунлаштурулған һаҗәтханиниң 24 саәт камерада көзитилиши, “синип” дәп аталған җайда тутқунлар олтуридиған йәр билән “оқутқучилар” туридиған җай оттурисидики арилиқниң қелин төмүр тахта билән айриветилгәнлики қатарлиқлар буниң мисаллиридур.

Биз юқириқи нуқтиларға асасән “земистан” ториниң уйғурлар вәзийитини аңлитишидики башлиниш нуқтиси һәққидә мәзкур торниң баш мәсули марко респинти әпәнди билән телефун зиярити елип бардуқ. У бизгә қилған сөзидә хитайдин учур игиләш җәрянидики тасаддипий пурсәттә уйғур вәзийитидин хәвәрдар болуш имканийитигә еришип қалғанлиқини ейтип бәрди.

У мундақ дәйду: “‛земистан‚ тори қурулғандин буян асаслиқ хитайдики билим игилири, мухбирлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң вәзийитигә диққәт қилип келиватқан иди. Бу арилиқта биз тасаддипий чәтәлдики уйғурлар вәзийитидин хәвәрдар кишиләр билән тонушуп қалдуқ һәм бу арқилиқ шинҗаңда яшайдиғанлар билән алақә бағлап, шулар арқилиқ у йәрниң вәзийити һәққидики учурларға еришидиған болдуқ. Хитайда бизгә бивастә учур йәткүзидиған мухбирлиримизниң болуши бизниң башқа ахбарат вастилиридин пәрқлиқ нуқтимиздур.”

Мәлум болғинидәк, бултур декабир ейиниң ахири “земистан” ториниң хитайда вә уйғур диярида турушлуқ мухбирлиридин 45 нәпири “дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған” яки “чәтәл сияситини сиңдүрүшкә урунған” дегәндәк әйибләшләр билән тутқун қилинған болуп, буниң ичидә 40 қа йеқин мухбир уйғур дияридики вәзийәт һәққидә учур топлашқа мәсул икән. Марко респинти бу һәқтиму сөз қилип, бунчә җиқ мухбирниң тутулиши улар үчүн бир қетимлиқ еғир зиян болғанлиқиниму сөзләп өтти. 

У сөзидә: “‛земистан‚ тори қурулғандин буян мухбирлиримизниң тутқун қилиниши көпләп йүз бәрди. Хитай һөкүмити уларни ‛дөләт мәхпийәтликини чәтәлгә сатқан хаин‚ дәп тутқун қилди. Бу пүтүнләй хата, улар өзиниң мухбирлиқ вәзиписини ада қилди. Бу әмәлийәттә биз үчүн яхши бир бешарәт, чүнки хитай бизниң уларға қарши һәрикәт қиливатқанлиқимизни билип йәтти,” деди.

Юқирида ейтип өткән бир қанчә хәлқараға даңлиқ мәтбуатларниң уйғурларниң бешиға келиватқан еғир күнләргә хатимә бериш җәһәттә көрситиватқан үзлүксиз тиришчанлиқлири мәйли шу йәрлик һөкүмәт орунлири болсун, яки башқа дөләтләр тәрипидин болсун, кәң көләмлик қоллашқа вә ярдәмгә еришип кәлмәктә. Ундақта, хәлқара сәһниләрниң “земистан” ториға охшаш йеңидин баш көтүрүватқан тор таратқусиниң уйғурлар һәққидә елан қиливатқан хәвәрлиригә бериватқан инкаси қандақ боливатқанду? 

Марко респинти мунуларни билдүрди: “бәзи чоң ахбарат орунлири вә һөкүмәтләр биз билән алақә бағлашқа киришти. Гәрчә ‛земистан‚ тори техи яш бир тор таратқуси болсиму, әмма қисқа вақт ичидә зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрдуқ. Буларниң һәммиси бизниң хитайдики мухбирлиримизниң қәйсәрликидин болди. Бу һәқиқәтән бизни бәк илһамландуриду.”

Марко респинти сөзи давамида нуқтилиқ қилип, хитайниң зиянкәшликигә учраватқан уйғурларниң вәзийитини дуняға аңлитишниң өзиниң муһим бурчи икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “диний әркинлик вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики хитайдики бир чоң мәсилигә айланди. Шу йәрдики һәрқандақ милләт хитайниң зиянкәшликигә учраватиду. Уйғурларниң әһвали техиму еғир. Улар уйғурлуқ кимлики вә диний әқидиси сәвәбликла хитайниң зәрбә бериш нишаниға айланди. Хитай һөкүмити уйғурлуқни ипадиләйдиған һәрқандақ бир аламәтни түптин қурутушқа уруниватиду. Бундақ паҗиә чоқум дуняға ашкарилиниши керәк, пүтүн дуняниң буниңдин хәвәрдар болуш һоқоқи бар.”

“земистан” тори 2018-йили 5-айда қурулған хитайдики диний әркинлик вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини мәркизий нуқта қилған бир тор таратқусидур. Мәзкур тор хитай һөкүмитиниң зиянкәшликигә учриған милләтләр тоғрисида мақалә, доклат вә гуваһлиқ баянлирини елан қилиш арқилиқ шу йәрдики авазсиз хәлқниң авазини ташқий дуняға аңлитишни өзиниң бурчи қилип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.