“7-нөвәтлик хәлқара өлүм җазасиға қарши туруш қурултийи” да уйғурлар мәсилиси диққәт қозғиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.02.27
dolqun-eysa-rayin.jpg Д у қ рәиси долқун әйса вә қурултайниң явропа парламентидики вәкили райин әпәндиләр “7-нөвәтлик хәлқара өлүм җазасиға қарши туруш қурултийи” ға тәклип билән қатнашти. 2019-Йили феврал, белгийә, бирюссел.
RFA/Ekrem

Явропа парламентида чақирилған “7-нөвәтлик хәлқара өлүм җазасиға қарши туруш қурултийи” ға д у қ рәһбәрлириму қатнашти.

Дунядики 150 тин артуқ һәр саһә тәшкилатларниң һәмкарлиқи билән чақирилип келиватқан “хәлқара өлүм җазасиға қарши туруш қурултийи” ниң 7-нөвәтлики белгийә пайтәхти бирюсселдики явропа парламентида өткүзүлгән. Бу қурултайға уйғурларға вакалитән д у қ рәиси долқун әйса вә қурултайниң явропа парламентидики вәкили райин әпәндиләр тәклип бойичә қатнашқан.

Явропа парламентидин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди бу қурултайға явропа иттипақиниң муһим әрбаблириниңму қатнашқанлиқини тилға алди.

“хәлқара өлүм җазасиға қарши туруш қурултийи” хитайға охшаш диктатор дөләтләрни өлүм җазасини бикар қилишқа, болупму сиясий сәвәбтин тутулғанларға өлүм җазаси беришни әмәлдин қалдурушқа қисташни асасий мәқсәт қилған икән. Д у қ рәһбәрлири бу қурултайларда уйғурлар мәсилиси, болупму җаза лагерлири мәсилисини оттуриға көтүрүп чиқип, уйғур зиялийлириниң өлүмгә мәһкум қилиниш һадисилирини оттуриға қойған. Бу арқилиқ уйғур дияри вәзийитини хәлқараға кәң тонутуп, хитайға болған бесимни күчәйтишкә тиришқан.

Долқун әйса әпәнди билән бу йиғинға биллә қатнашқан д у қ ниң явропа парламентидики вәкили райин әпәндиниң билдүрүшичә, җаза лагерлири мәсилиси вә җаза лагерлирида иҗра қилиниватқан өлүм җазасиға аит пакитлар йиғин әһлиниң күчлүк диққитини тартқан. Йиғинда муһәммәт салиһ дамоллам, абдулһәмит дамоллам қатарлиқ җаза лагерлирида һаятидин айрилған уйғурлар мәсилилириму тилға елинған һәмдә хитайниң уйғурларни ашкара вә йошурун өлтүрүш қилмишлири, ичкири хитай өлкилиригә йөткәп ғайиб қилиш җинайәтлири паш қилинған.

Игилишимизчә, һазир дуня бойичә өлүм җазасини әмәлдин қалдурған дөләтләрниң сани 114 болуп, буниң ичидә 106 дөләт һәрқандақ шәкилдики өлүм җазасини бирдәк әмәлдин қалдурған. 8 Дөләт пәқәтла җинайи ишлар даирисидә өлүм җазасини сақлап қалған. Хитай болса өлүм җазасини һәммә саһәгә тәтбиқ қилидиған, өлүм җазалирини ашкара вә йошурун иҗра қилидиған әң чоң дөләт болупла қалмай, дуняда сиясий тутқунларни өлүмгә мәһкум қилидиған бирдин-бир дөләт һесаблинидикән.

Д у қ рәисиниң билдүрүшичә, уйғурлар хитай бойичә сиясий сәвәбтин өлүм җазаси берилгән кишиләр әң көп нисбәтни игиләйдиған бир милләт болуп, хәлқара кәчүрүм тәшкилати илгири бу һәқтә мәхсус доклат елан қилған.

Д у қ рәһбәрлири бу қурултайда уйғурлар мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүпла қалмай, йәнә бу йиғинға иштирак қилған дөләт әрбаблири вә тәшкилат мәсуллири билән айрим сөһбәтләр елип берип, улардин уйғур дияриниң нөвәттики ечинишлиқ вәзийитигә көңүл бөлүшни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.