“демократийә шуан” программисида уйғур елидә инсанийәткә қарши җинайәт ишлиниватқанлиқи оттуриға қоюлди

Мухбиримиз ирадә
2018.12.07
lager-sim-tosuq-dawanching.jpg Үрүмчи билән турпанниң арилиқиға селинған чоң типтики “тәрбийәләш лагери” ниң бир яндин көрүнүши. 2018-Йили 4-сентәбир, даванчиң.
REUTERS

Америкидики “демократийә шуан” намлиқ мустәқил хәвәр оргини уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагер түзүми һәққидә тәпсили хәвәр ишләп тарқатти. Мәзкур программида сөзгә тәклип қилинған уйғур паалийәтчиси рошән аббас ханим уйғур елидә давам қиливатқан зулумни кишилик һоқуқ дәпсәндичилики дегән сөз билән тәсвирләшниң аҗиз келип қалидиғанлиқини әскәртти вә у йәрдә йүз бериватқанларни “инсанийәткә қарши ишлиниватқан җинайәт” дәп шәрһилиди. Төвәндә мухбиримиз ирадәдин тәпсилатини аңлайсиләр.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мушу һәптиниң бешида, уйғур елидики лагерларда тәкшүрүш елип беришни тәләп қиливатқанлиқини елан қилғандин кейин бу мәсилигә болған қизиқиш йәниму күчәйди. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел башилет чаршәнбә күни җәнвәдә “универсал кишилик һоқуқ әһдинамиси” мақулланғанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән ахбарат йиғинида сөз қилип: “б д т ниң ирқий айримичилиқни түгитиш комитети бу йил 8‏-айда қайта-тәрбийәләш лагерлириға болған җиддий әндишилирини оттуриға қойған. 13 Дәк дөләт вә шундақла б д т ниң бир гуруппа алаһидә тәкшүргүчиси хитайға бесим қилған. Мән бурун тәкитләп өткинимдәк биз бу районға кирип, биз тапшурувалған әндишә қиларлиқ мәлуматларни тәкшүрүш вә ениқлашни тәләп қилип келиватимиз” дегән иди. 

Америкидики мустәқил хәвәр оргини болған “демократийә шуан” өзиниң 6-декабир күнидики программисида б д т әмәлдариниң юқиридики бу сөзини тилға алғандин кейин, уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагерлар мәсилисиниң нөвәттә америка-хитай арисидики тиҗарәттин қалса йәнә бир муһим мәсилә икәнликини ейтти. Улар программисиниң бешида уйғур елиниң һазирқи омумий вәзийитини җүмлидин уйғур елидики юқири техникилиқ назарәт системилири, сақчи дөлити системиси вә икки милйонғичә киши қамалған лагерларни бир қур чүшәндүрүп өтти. Арқидин америкидики уйғур паалийәтчиси рошән аббас ханимни сөзгә тәклип қилди. Рошән ханим өзиниң һаммиси вә ачисиниңму һазир уйғур елидики милйонлиған киши қатарида лагерға қамалғанлиқини ейтти. Рошән ханим хитай һөкүмити бу орунларни “кәспий техника билән тәрбийиләш орни” дәп атисиму әмма өз һәдисиниң хитайчини судәк сөзләйдиған, пенсийәгә чиққан бир дохтур икәнликини әскәртип, хитайниң илгири сүрүватқининиң ялғанлиқини әскәртип өтти. 

Арқидин программа риясәтчиси рошән ханимдин уйғурларниң кимлики һәққидә азрақ чүшәнчә беришни тәләп қилди. Рошән ханим буниңға җаваб берип: “уйғурлар шәрқий түркистан дегән земинниң игилири. Әмма бу земин һазир хитай һөкүмити тәрипидин йеңи чегра дегән мәнини ипадиләйдиған шинҗаң дәп атиливатиду. 1949-Йилидики коммунист ишғалидин буян уйғурлар милләт бойичә һуҗумға учрап кәлмәктә. Хитай һөкүмити уйғурларни йәрлик милләтчи, бөлгүнчи, әксилинқилабчи дегән намлар билән җазалап кәлди. Әмма 11-сентәбир вәқәсидин кейин хитай һөкүмити дәрһал террорлуққа қарши күрәшни наһайити устилиқ билән ишқа селип, пүткүл уйғур миллитини җазалап кәлди” деди. 

Рошән ханим һазир уйғурларниң намаз оқуш, һалал тамақларни йейиш вә қуран оқуштәк әң асасий дини һоқуқлириниңму җинайәт қатарида муамилигә учраватқанлиқини ейтиш билән биргә, уйғур елиниң һазир юқири техникилиқ назарәт системилири арқилиқ мутләқ контроллуқ астиға елинғанлиқини, уйғурларниң өйлиридиму һазир уларни назарәт қилидиған хитай һөкүмәт кадирлири барлиқини ейтти. 

Мәзкур программида уйғур елидики лагердин қутулуп чиққан меһригүл турсунниң америка дөләт мәҗлисидә бәргән гуваһлиқиғиму орун берилип, лагерларда йолға қоюлуватқан инсан қелипидин чиққан түзүм вә искәнҗиләр чүшәндүрүлди. Рошән ханим болса бу һәқтә қилған сөзидә, меһригүл турсунниң бешиға кәлгәнләрниң лагердики бир қанчә милйон уйғур һәр күни учраватқан зулум икәнликини, һазир худди меһригүл турсунға охшаш лагерда йетип чиққан башқа гуваһчиларниңму барлиқини ейтип, униң ейтқанлириниң һәқиқәтликини әскәртип өтти. Болупму у уйғур елидә давамлишиватқан зулумниң әмди “системилиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” болуштин һалқип кәткәнликини алаһидә әскәртти. У: “районда инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиниватиду. Биз хәлқара рәһбәрләр вә җамаәтни буни тохтитиш үчүн дәрһал бу мәсилигә қол тиқишқа чақиримиз” деди.

Программа риясәтчилири программа давамида, хитай һөкүмитиниң һазирғичә уйғурларға зиянкәшлик қиливатқанлиқи һәққидики әйибләшләрни рәт қилидиғанлиқи, әксичә районда террорлуқ вә радикаллиқниң алдини елиш үчүн кишиләрни тәрбийәләватқанлиқини илгири сүридиғанлиқини баян қилиду. Риясәтчи арқидин рошән аббас ханимдин әйни вақитта гуантанамоға тутуп апирилған уйғурлар һәққидә чүшәнчә беришни тәләп қилиду. Рошән ханим гуантамоға апирилған уйғурларниң террорчи әмәсликини, уларниң ғулҗа вәқәсидин кейин хитайниң зулумидин қечип чиққандин кейин қолида визиси болмиғанлиқтин афғанистан вә пакистанда туруп қалған кишиләрликини, қисқиси, уларниң хата вақитта, хата орунда болуп қалғанлиқини вә бу уйғурларниң ахири ақлинип чиққанлиқини әскәртиду.

Рошән ханим сөзи давамида йәнә, уйғур районида икки милйондин ошуқ уйғур лагерға қамилиш билән бирликтә, бу уйғурларниң қаранчуқсиз қалған балилириниң һазир хитай һөкүмити тәрипидин йетимханиларға апирилип, хитай мәдәнийити вә хитай тили билән тәрбийәлиниватқанлиқини баян қилиду. У, райондин бивастә учур елиш интайин қейин болуш билән биргә, хитай һөкүмити өзи елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, һазир 500миңдин ошуқ йетим балиниң йиғивелинғанлиқини қәйт қилди. У, америка һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлүватқанлиқиға тәшәккүрини ипадә қилиш билән биргә, америка-хитай арисидики сөһбәтләрниң мәзмуниниң пәқәтла тиҗарәт вә сода җазалири мәсилиси болмаслиқи керәкликини, уйғур мәсилисидиму президент трамп һөкүмитиниң хитайға күчлүк бесим ишлитиши керәкликини әскәртти. 

Ахирида, программа риясәтчиси рошән аббас ханимдин “бәзиләр уйғур елидә бундақ вәзийәткә униң мол нефит вә тәбий газ записидин болған, дәп қарайдикән. Һәқиқәтән шундақму?” дәп сориди. Рошән ханим буниң тоғрилиқини билдүрүп, уйғур елиниң хитайниң әң муһим вә әң зор нефит, тәбий газ вә пахта ишләпчиқириш базиси икәнликини, хитай һөкүмитиниң уйғурларни лагерға қамаш вә уларни ичкири хитай өлкилиригә тарқақлаштуруш арқилиқ, бу земинни хитайлаштуруш үчүн асас селиватқанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.