Хитай б д т да “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” һәққидә сунған тәлипини қайтурувелишқа мәҗбур болди
2018.06.01
Б д т иҗтимаий-иқтисади кеңишиниң аммиви тәшкилатлар комитети 30-апрел хитайниң тәлипигә бинаән германийәдики кишилик һоқуқ тәшкилати - “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң б д т дики көзәткүчилик салаһийитини сақлап қелиш-қалмаслиқ мәсилисини музакиригә қойған. Музакирә нәтиҗисидә көплигән дөләтләрниң қарши туруши билән хитай мәзкур тәшкилатниң көзәткүчилик салаһийитини бикар қилиш һәққидә сунған тәлипини қайтурувелишқа мәҗбур болған.
“тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” пәйшәнбә күни баянат елан қилип, “хитайниң чаршәнбә күни б д т аммиви тәшкилатлар комитетиниң йиғинида өзиниң тәлипини қайтурувалғанлиқи” ни елан қилди. Мәзкур тәшкилатниң баянатида қәйт қилинишичә, хитай демократик дөләтләрниң тәнқидигә учрап, өзиниң тәлипини қайтурувелишқа мәҗбур болған. “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” д у қ ниң рәиси долқун әйсаниң бу йил 25-апрел нюйорк шәһиридә өткүзүлгән б д т иҗтимаий-иқтисади кеңишиниң йиғиниға қатнишип, уйғур мәсилисини оттуриға қоюшиға вакаләт бәргән.
Хитай тәрәп йиғинниң дәсләпки күни униңға кашила чиқарған болсиму, лекин у америка, германийә қатарлиқ дөләтләрниң ярдимидә йиғинға қатнашқан. Бу хитайниң наразилиқини қозғап б д т ға әрз қилған. Хитай тәрәп әрзидә долқун әйсани “террорчи” дәп әйибләп, “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң көзәткүчилик салаһийитини елип ташлашни тәләп қилған иди.
“тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” пәйшәнбә күни елан қилған баянатида өзлириниң 25 йилдин бери тәһдиткә учраватқан аз санлиқ милләтләрни қоллаш хизмити билән шуғуллинип келиватқанлиқи әскәртилип, “әгәр бизгә охшаш тәшкилатларниң авази боғулса, бу б д т ниң инавитини төкиду” дейилгән. Б д т ниң чаршәнбә күнидики йиғинида хитай вәкили “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң көзәткүчилик салаһийитини бикар қилиш тәклипини қайтурувалған болсиму, бирақ мәзкур тәшкилатниң һәрикитини тәқиб қилип туридиғанлиқини билдүргән.
“тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң директори улрех делиус пәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, мушу бир йил улар үчүн мушәққәтлик бир йил болуп қелиши мумкинликини билдүрди.
Улрех делиус мундақ дәйду: “хитай вәкилләр өмики түнүгүн бизниң б д т дики көзәткүчилик салаһийитимизни бикар қилиш һәққидики тәклипини қайтурувалди. Лекин у шуниң билән биргә бизниң җәнвә вә башқа җайлардики һәрикитимизни йеқиндин тәқиб қилип туридиғанлиқини билдүрди. Улар бурунму шундақ қилип кәлгән. Буниңдин бизниң хәвиримиз бар. Бизгә шуниси мәлумки, уларниң бесими күчийиду. Алдимиздики бир йил нурғун кишилик һоқуқ тәшкилатлириға нисбәтән мушәққәтлик бир йил болуп қелиши мумкин.”
Лекин улрех делиус йәнә әскәртип бу бесим өзлириниң уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә көңүл бөлүшигә дәхли йәткүзәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “бизниң мушу сәвәблик уйғур мәсилисидин ваз кечиш хиялимиз йоқ. Биз бир кишилик һоқуқ тәшкилати, кишилик һоқуқ бизниң мәсулийитимиз. Биз уйғур, қазақ хәлқлириниң кишилик һоқуқи шундақла хитай вә дуняниң башқа җайлиридики җазалиниватқан милләтләрниң кишилик һоқуқ хизмитини қилимиз. Әгәр хитай бу паракәндичилик арқилиқ бизни йолимиздин ваз кәчтүримән дәп ойлиған болса, демәк, у хәлқара аммиви тәшкилатларни һеч чүшәнмәйду. Бизниң пулимизни һөкүмәт яки бирәр ширкәт бәрмәйду. Биз кишилик һоқуққа көңүл бөлгәнликимиз үчүн 25 йилдин бери уйғур кишилик һоқуқ хизмитини ишләватимиз. Биз буни давамлаштуримиз вә һазирқидин техиму яхши қилишқа тиришимиз.”
Хитайниң б д т да “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ға кашила чиқирип, униң көзәткүчилик салаһийитини бикар қилишни тәләп қилиши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирида хитайниң б д т дики тәсири кеңийип, аммиви тәшкилатларниң роли чәкләшкә урунуватқанлиқиға даир әндишиләрни күчәйткән. “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” баянатида өзлириниң бу җәһәттики әндишисини оттуриға қоюп, мустәқил аммиви тәшкилатларниң б д т дики әркинликини чәкләшкә қарши икәнликини тәкитлигән. Баянатта “истибдат дөләтләрниң б д т дики тәсири давамлиқ кеңийиватиду. Аммиви тәшкилатлар кишилик һоқуққа көңүл бөлгәнлики үчүнла җимиқтурулмаслиқи керәк,” дейилгән.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса зияритимизни қобул қилип, демократик дөләтләрни хитайниң б д т органлирини давамлиқ суйиистемал қилишиниң алдини елишқа далаләт қилидиғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “мушу қетимқи бизниң мәсилимиздә америка, германийә қатарлиқ дөләтләрниң роли наһайити зор болди. Демәк, демократик дөләтләр үчүн ‛тохтаптур, биз җиддий һәрикәт қилмисақ, б д т ниң органлири бәзи мустәбит дөләтләрниң халиғанчә суйиистемал қилишиға айлинип қалидиған бир орган болуп қалиду,‚ дәйдиған шәкилдә уйқусини ечишқа сәвәб болди дәп ойлаймән. Лекин әң ахирида буниңға қарар беридиғанлар дөләтләр болғанлиқи үчүн уларға наһайити нурғун мәҗбурийәтләр чүшиду. Биз алдимизда бу дөләтләрни хитайға охшаш һакиммутләқ дөләтләрниң б д т дики тәсириниң күчийишиниң алдини елишқа далаләт қилимиз.”
Долқун әйса хитай тәрәп чаршәнбә күнидики йиғинда дуня уйғур қурултийиға қаратқан әйиблишини һәқлиқ қилип чиқарғудәк һечқандақ бир дәлилни оттуриға қоялмиғанлиқи, шуңа хитайниң бу йолсиз тәлипини амалсиз қайтурувелишқа мәҗбур болғанлиқини билдүрди.
Долқун әйса мундақ дәйду: “бу йәрдә америка, германийә қатарлиқ демократик дөләтләр болсун яки хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири болсун, бу мәсилидә көп һәмкарлиқларни елип барди. Нәтиҗидә бу комитет хитай һөкүмитиниң мәйли ‛тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати‚ ни әйиблиши болсун, мәйли дуня уйғур қурултийини әйиблиши болсун, мәйли мениң шәхсийитимни әйиблиши болсун пут тирәп турғудәк пакитни оттуриға қоялмиғанлиқи үчүн хитайниң пикри бу йәрдә қоллашқа игә болалмиди. Шуниң билән хитай чекинишкә тоғра кәлди.”
Хитай һөкүмити илгири б д т ниң йиғинида долқун әйсаниң дуня уйғур қурултийиға вәкиллик қилидиғанлиқи, бу тәшкилатниң б д т да көзәткүчилик салаһийити йоқлиғини, долқун әйсаниң б д т йиғиниға “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң намида қатнишип, йиғинда д у қ ға вакалитән сөз қилғанлиқини әйиблигән иди. “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” баянатида хитай тәрәпниң әйиблишини рәт қилип, долқун әйсаниң германийә пуқраси вә “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң әзаси икәнликини тәкитлигән.
Баянатниң ахирида мәзкур тәшкилатниң мәсуллиридин волфгаң майрниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп, “аммиви тәшкилатлар б д т да кишилик һоқуқ бузғунчилиқлирини ашкара оттуриға қоюши үчүн демократик дөләтләрниң техиму көп қоллишиға моһтаҗ,” дейилгән.