Японийә мәтбуати токйодики хитай әлчиханисиниң уйғурлар һәққидики һәрикәтлирини ашкарилиди
2017.03.10
Японийәдин чиқидиған нопузлуқ мәтбуатлардин “санкин шимбун” гезитиниң 1-март күндики санида “хитай әлчиханиси уйғур вә тәйвән мәсилилириниң японийәдә кеңийишидин әнсирәп пәвқуладдә наразилиқ билдүрди” дегән сәрләвһәдә баш мақалә елан қилған болуп, мақалидә токйодики хитай әлчиханисиниң өткән йили 9-айда канагава өлкиси камакура шәһәр парламенти ишханисиға арқа-арқидин телефон қилип, өзлириниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң шу йили 6-айда камакура шәһәр парламентида уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә парламент әзалириға бәргән доклатиға қаттиқ наразилиқ билдүридиғанлиқини ейтқан вә уйғур елида уйғур хәлқиниң бәхит ичидә турмуш кәчүрватқанлиқини, рабийә қадир ханимниң ейтқанлириниң болса пүтүнләй ялғанлиқини билдүргән. Шундақла камакура шәһәр парламентиниң иккинчиләп рабийә қадир ханимниң уйғур вәзийити тоғрисида парламентта доклат сөзлишигә йешил чирақ йеқип бәрмәсликини тәвсийә қилғанлиқи қәйт қилинған.
Мақалидә шундақла хитай әлчиханисиниң бу йил 2-айниң бешида йәнә қайтидин камакура шәһәр парламенти ишханисиға телефон қилип, рабийә қадир ханимниң 14-феврал күнидики уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә парламент әзалириға доклат бериш паалийитини қәтий әмәлдин қалдурушқа қистиғанлиқини ашкарилиған болсиму, бирақ мақалидә хитай әлчиханисидин кимниң телефон қилғанлиқи көрситилмигән.
Гезиттә йәнә, камакура шәһәр парламентиниң хитай әлчиханисиниң бу хилдики бесимлириға қарши өзлириниң наразилиқини билдүрүп токйодики хитай әлчиханисиға йоллиған наразилиқ хетиму тилға елинған болуп, униңда:“камакура шәһәр парламентиниң токйодики хитай әлчиханисиниң наразилиқини қәтий қобул қилмайдиғанлиқини шундақла парламентниң уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини қоллишиниң һәқлиқ икәнликини билдүрүш билән биргә, хитайға уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш сиясәтлирини тохтитишқа чақириқ қилған.”
“санкин шимбун” гезитидә шундақла хитай әлчиханисиниң, японийәдә паалийәт елип бериватқан тәйвән мустәқиллиқи паалийәтчилириниң һәрикәтлириниму бир қисим японийәлик сиясиюнларниң қоллиғанлиқиға қарши наразилиқ билдүргәнликиму әскәртилгән.
Биз мәзкур гезиттики учурға асасән, канагава өлкиси камакура шәһәр парламенти әзаси уехата әпәндим билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ. У бу һәқтә тохтилип:“өткән йили 9-айда токйодики хитай әлчиханисидики сиясий мәслиһәтчи ваң фамилилик ханим камакура шәһәр парламент ишханисиға телефон қилип, өзиниң хитай әлчиханисиға вакалитән рабийә қадир ханимниң шу йили 6-айда камакура шәһәр парламентида бәргән доклатиға наразилиқ билдүридиғанлиқини ейтқан шундақла у, хитайдики уйғур, тибәт, моңғулларниң кишилик һоқуқ мәсилилиридә һечқандақ мәсилисиниң йоқлуқини, уларниң хитай туприқи ичидә бәхитлик яшаватқанлиқини, японийәдики парламентларда улар тоғрисида сөһбәт елип беришниң һаҗәтсиз икәнликини илгири сүрүп, камакура шәһәр парламентиниң рабийә қадир ханимниң доклатиға ишәнмәсликни ейтипту” деди.
Парламенти әзаси уехата хитай әлчиханисики ваң фамилилик хитай дипломатиниң өзигә бивастә телефон қилғанлиқини вә униңға бәргән җаваби тоғрисида тохтилип:“мән кәскинлик билән ваң фамилилик ханимға шундақ дедимки, камакура парламенти әлвәттә рабийә қадир ханимниң сөзигә ишиниду. Сизниң уйғур, тибәт, моңғуллар тоғрисида ейтқанлириңиз пүтүнләй ялған. Биз рабийә қадир ханимниң сөзигә ишәнгәнликимиз үчүн, уни йәнә 14-феврал күни уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә доклат сөзләшкә тәләп қилишни қарар қилдуқ дедим” деди.
Камакура шәһәр парламент әзаси уехата әпәндим сөһбитимиз җәрянида, токйодики хитай әлчиханисидики ваң фамилилик ханимниң бу йил 2-айниң бешида йәнә шәһәр парламентиға телефон қилип, рабийә қадир ханимниң 14-феврал күнидики парламент әзалириға уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бериш паалийитини әмәлдин қалдурушни тәләп қилғанлиқиниму әскәртип өтти.
Биз парламент әзаси уехата әпәндимниң учуриға асасән, токйодики хитай әлчиханисиға телефон қилип, ваң фамилилик ханимдин учур игилимәкчи болған болсақму, бирақ телефонимиз җавабсиз қалди.
Токйодики хитай әлчиханиси узундин буян японийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң паалийәтлирини тосуш вә шундақла рабийә қадир ханимниң японийәдә зиярәт елип беришиға қарши түрлүк һәрикәтләрни елип барған болуп, японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим токйодики хитай әлчиханисиниң бу хил һәрикәтлири тоғрисида тохталди.
Мәлум болушичә, камакура шәһәр парламенти өткән йили ноябир ейида уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә мәхсус қарар мақуллап, японийә дөләт парламентиға бу һәқтә мәхсус доклат йоллап, японийә һөкүмитини уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүшкә чақириған иди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.