Мулаһизә : русийә, хитай - иран төмүр йолиниң қирғизистандин өтүшигә рухсәт қиламду?

Ихтиярий мухбиримиз азад
2014.12.19
qirghizistan-prezident-almasbek-atanbayev.jpg Қирғизистан призиденти алмасбек атамбайив өзиниң өткән үч йиллиқ хизмити һәққидә тохталди. 2014-Йил дикабир бишкәк.
RFA/Azad


Қирғизистан призиденти алмасбек атамбайиф сәуди әрәбистанда зиярәттә болған мәзгилдә, әрәб шеркәтлирини қурулуш пиланлиниватқан хитай - қирғизистан - таҗикистан - афғанистан - иран төмүр йолиға мәбләғ селишқа чақирған иди.

Мәлуматларға қариғанда, уйғур илиниң қәшқәр шәһиридин башлинип өркәштам арқилиқ қирғизистан, таҗикистан һәм афғанистандин өтүп иранға тутишидиған бу төмүр йолниң техникилиқ мәсилилири бойичә бәш дөләт қатнаш министирлириниң сөһбити 8 - дикабирда таҗикистан пайтәхти дүшәнбидә өткүзүлгән.

Бу һәқтә таратқуларға мәлумат бәргән қирғизистан қатнаш министирлиқи төмүр йол қурулуши тармиқиниң башчиси қанат абдукеримуфниң билдүрүшичә, бу төмүр йолниң қирғизистан территорийәсидики омуми узунлуқи 215 келометир болуп, қирғизистанниң сариташ, қарамуқ районлиридин өтүп таҗикистанға тутишидикән.

Һалбуки, бу төмүр йол қурулуши пилани қирғизистанда охшимиған пикирләрни пәйда қилди. Қирғизистан парламентидики қатнаш - тирансипорт, архитиктура комитетиниң әзаси наринбек молдубайиф бу төмүр йолдин әң зор мәнпәәткә игә болидиғанлар хитай билән иран болғанлиқи үчүн, барлиқ чиқимни бу икки дөләт үстигә елиши керәк дәп қарайду.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, қирғизистан бу төмүр йол пиланиға қатнишиштин бурун, алди билән русийәниң мақуллуқини елиши лазим, чүнки сияси, иқтисади вә дөләт мудапиәси шундақла еликтир ениргийә қурулуши һәмдә нефит, тәбиий газ йеқилғуси қатарлиқ җәһәтләрдә русийәгә биқинди болуп қалған қирғизистанниң бу башбаштақлиқи русийәниң ғәзипини қозғап қоюши мумкин. Бир нәччә йил бурун хели көп давраң қилинған қәшқәр - җалалабад - әнҗан төмүр йол қурулуши пилани русийәниң қаршилиқи сәвәбидин әмәлдин қалдурулған иди. Бу һәқтә тохталған сиясий анализчи марс сарийиф мундақ дәйду:

- Мениңчә, бу төмур йолларниң қурулуши русийәгә яқмайду, чүнки москва, бу пиланларниң ишқа ашурулуши русийәниң оттура асиядики мәнпәәтлиригә хирис пәйда қилиду, дәп қарайду. Шу сәвәбтин қирғизистан алди билән русийәниң рухситини елиши лазим.

Қирғизистан 2015 - йилниң яниваридин башлап русийә башчилиқидики таможна иттипақиға киришкә тәйярлиниватиду. Қирғизистанниң таможна иттипақиға киргәндин кейинки иқтисади қийинчилиқлирини һәл қиливилиши үчүн русийә бир милиярд долларлиқ иқтисади ярдәм беридиғанлиқини билдүргән иди.

Униң үстигә, қирғизистандики ишсизлиқ сәвәбидин русийәгә берип җенини җан етиватқан бир милийонға йеқин қирғизистанлиқму русийәниң қирғизистанни контирол қилип турушидики козурлириниң бири болуп һесаблиниду. Шуңлашқа атамбайифниң русийәни бир чәткә қайрип қоюп өз алдиға хитай - иран төмүр йоли пиланиға қатнишишни қарар қилғанлиқи сәвәбидин қирғизистан иқтисади вәйранчилиққа дуч келиши,һәтта 2010 - йилдикигә охшаш һакимийәткә қарши инқилаб йүз бериши мумкин дәп қарайду сиясий анализчилар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.