“австралийә күни” дә уйғур миллий кийимлирини кийип параттин өткән хитайларниң мукапатлиниши уйғурларни ойға салди
2019.02.01
Мәлум болушичә, 26-январдики австралийә дөләт байримида австралийәдики милләтләрниң миллий мәдәнийәт әтрәтлири параттин өткән. Адилайд шәһиридики бир түркүм уйғурларму әнәниви миллий кийимлирини кийип, шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини көтүрүп параттин өткән. Һалбуки, адилайд шәһиридики “шинҗаң җәмийити” тәрипидин тәшкилләнгән хитайлар уйғурларниң әнәниви миллий кийимлирини кийип, шу күнидики паратқа қатнашқан. Парат ахирлашқанда хитай әтрити адилайд шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин “миллий алаһидиликни әң яхши ипадилигән парат әтрити” болуп мукапатланған.
Мәзкур хәвәр тарқалғандин буян твиттер вә фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда бир қатар күчлүк наразилиқлар вә тәнқид садалири көтүрүлмәктә.
Иҗтимаий таратқуларда “‛австралийә күни‚ дики паратта уйғурлар өзлириниң миллий кийимлирини кийип параттин өткән. Шундақ туруқлуқ австралийәдәк бир демократик дөләттә уйғурлар билән һечқандақ қандашлиқи йоқ хитайларниң уйғурларниң әнәниви миллий кийимлирини кийип параттин өтүшигә немә үчүн йол қоюлиду? паратқа қатнашқан хитай әтрити немә үчүн мукапатлиниду? шәрқий түркистан земинида милйонлиған уйғурлар лагерларға қамалған, хитай һөкүмити қаттиқ әйиблиниватқан бир шараитта немә үчүн австралийәниң мунасивәтлик һөкүмәт органлири уйғурларниң миллий кимликигә қилинған бу хил таҗавузға сүкүт қилиду? австралийәдики уйғур тәшкилатлири вә у йәрдә яшаватқан уйғурлар немә үчүн австралийәниң мунасивәтлик һөкүмәт орунлириға бу әһвални инкас қилмиди? муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар уйғурларниң миллий кимлики вә уйғур миллий мәдәнийитини қоғдашта вә шундақла уйғурлуқ образини ипадиләштә немиләргә қилиши керәк?” дегәндәк соаллар оттуриға чиқти.
26-январ күни австралийәниң адилайд шәһиридики паратқа қатнашқан уйғурлардин зулпийә ханим вә австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси нурмәмәт түркистани әпәнди бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилди.
Зулпийә ханим адилайд шәһиридики австралийә күнидики парат һәққидә тохтилип, хитай консулханисиниң қоллишиға еришип кәлгән аталмиш “шинҗаң җәмийити” ниң уйғур қатарлиқ милләтләрниң миллий кийимлирини кийип параттин өтүп, “миллий кийим алаһидиликни әң яхши ипадилигән парат әтрити” болуп баһалиниши мунасивити билән паратни орунлаштурушқа мәсул болған шәһәрлик һөкүмәт вә парламенттики мунасивәтлик хадимлириға соал қоюлғанлиқини билдүрди.
Зулпийә ханимниң билдүрүшичә, “шинҗаң җәмийити” тәшкиллигән хитайларниң парат әтритиниң “әң яхши парат әтрити” мукапатиға еришкәнлики паратқа қатнашқан уйғурларниң наразилиқини қозғиған. Шуниң билән бирликтә паратқа қатнашқан уйғурлар өзлириниң бу қетимқи паратқа сәл қариғанлиқи вә йетәрлик тәйярлиқ қилалмиғанлиқини һес қилған шундақла қаттиқ әпсусланған.
Уйғурларни тәшкилләп паратқа қатнашқан “австралийә шәрқий түркистан җәмийити” ниң мәсули нурмуһәммәт түркистани әпәндиму зияритимизни қобул қилип, шу күнки паратниң әмәлий әһвалини аңлатти.
Нурмәмәт әпәнди “шинҗаң җәмийити” намида паратқа қатнашқан хитайларниң әмәлийәттә өзлири кийгән уйғур кийимлириниң һәқиқий игиси болған уйғурлар һәққидә һечқандақ савати йоқлиғини билдүрди. У йәнә шу күни паратқа қатнашқан хитайларниң паратқа қатнашқан уйғурларниң соал-сорақлириға дуч кәлгәнликини билдүрди.
Нурмәмәт әпәнди йәнә параттин кейин, “австралийә шәрқий түркистан җәмийити” ниң австралийәдики мунасивәтлик һөкүмәт органлириға наразилиқ билдүргәнлики, уйғурларниң наразилиқ әрзини тапшуруп алған һөкүмәт органлириниң бундин кейин бундақ мурасим паалийәтләрдә бу хил әһвалларниң йәнә йүз беришиниң алдини елишқа тиришидиғанлиқини билдүргәнликини баян қилди.
Нурмәмәт әпәнди бу қетим адилайд шәһиридә йүз бәргән аталмиш “шинҗаң җәмийити” дики хитайларниң уйғурларниң миллий кийимлирини кийип паратта мукапатқа еришкәнлики мәсилисиниң өзлирини җиддий ойға салғанлиқини билдүрди. У дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурларниң өз дөләтлиридики мунасивәтлик қанун-низамларға тайинип, уйғур миллий кимлики вә өрп-адәтлирини қоғдашта тиришчанлиқ көрситиши керәкликини тәкитлиди.
Нурмәмәт әпәнди йәнә илгирики йилларда хитай һөкүмитиниң австралийәдики консулханисиниң иқтисадий ярдими арқилиқ австралийәдики уйғурлар нисбәтән көп олтурақлашқан шәһәрләрдә аталмиш “шинҗаң юртдашлар җәмийити”, “шинҗаңлиқлар җәмийити” қатарлиқ җәмийәтләрни қурулғанлиқи, әмма австралийәдики уйғур тәшкилатлириниң тиришчанлиқи нәтиҗисидә бу хил җәмийәтләр ашкара паалийәт елип баралмайдиған, уларға ишләп беридиған уйғурларни тапқили болмайдиған бир һаләтниң шәкилләнгәнликини тәкитлиди.
У сөзидә “австралийә шәрқий түркистан җәмийити” ниң бу қетим адилайд шәһиридә йүз бәргән аталмиш “шинҗаң җәмийити” дики хитайларниң уйғурларниң миллий кийимлирини кийип паратта мукапатқа еришкәнлики мәсилисини вә хитай консулханисиниң австралийә пуқраси болған уйғурларниң паалийәтлиригә тосқунлуқ қилған башқа қилмишлири үстидин австралийәдики мунасивәтлик һөкүмәт органлириға давамлиқ инкас йоллап, австралийәниң мунасивәтлик қанун-низамлири арқилиқ уйғурларниң бу дөләттики мәнпәәти вә һоқуқлирини қоғдайдиғанлиқини билдүрди.
“америка уйғур бирләшмиси” ниң рәиси елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити өз һөкүмранлиқи астидики уйғурларға қарита ассимилятсийә сиясити йүргүзүп, уйғурларниң диний етиқади, миллий өрп-адити, миллий кийиниш алаһидиликлирини хитайчилаштурушни күчәйтиватқан шараитта чәтәлләрдә олтурақлишип қалған уйғурларниң уйғурға хас болған кийим-кечәк вә башқа алаһидиликлирини қоғдашқа җиддий әһмийәт бериши зөрүр икән.
Елшат һәсән әпәнди сөзидә муһаҗирәттики уйғурларниң өзлири яшаватқан дөләтләрниң қанун-түзүмлиригә тайинип, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә уйғурларниң миллий образини бузушиға шундақла уйғурниң миллий мәдәнийити вә кимликигә дәхли-тәруз қилишиға йол қоймаслиқи керәкликини тәкитлиди.
Радийомиз игилигән башқа әһваллардин мәлум болушичә, йеқинда австралийәниң сидней шәһиридики уйғурлар уйғурларниң миллий кийимлири болған әтләс көңләк, канвай көңләк қатарлиқларни ишләп базарға селиш арқилиқ уйғур мәдәнийәт кимликини тонуштуруш паалийәтлирини елип бериватқан икән. “әл-җәзирә телевизийиси” йеқинда бу һәқтә мәхсус хәвәр ишлигән. Мәзкур хәвәрдә австралийәдики уйғур паалийәтчилиридин бәхтияр бөрә әпәндиниң қизи сүбһи бөрә зиярәт қилинип, униң тили арқилиқ австралийәдә яшаватқан уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға қамалған уйғурларниң мәсилисини аңлитиш билән бирликтә уйғур миллий кимликини тонутуш паалийәтлириниму күчәйтиватқанлиқи тәкитләнгән.
Тәпсилатларни юқириқи аваз улинишидин аңлайсиләр.