Уйғурлар һәққидә мәлумат топлаш үчүн хитай бәзи түркләргә иш тәклипи сунған

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2017.10.06
uludag-jan-2.jpg

Уйғурлар һәққидә мәлумат топлаш тәлипини рәт қилған түрүк яш улудағ җан. RFA/Arslan

uludag-xitay-jasus-ayal-1.jpg

Түркийәлик яш улудағ җанни түркийәдики уйғурларниң учури билән тәминләшкә тәклип қилған хитай аял алан леуң. RFA/Arslan

uludag-xitay-jasus-ayal-yezishma-1.jpg

Улудағ җан билән иш тәклип қилғучи хитай аял арисидики йезишмилар. RFA/Arslan

uludag-xitay-jasus-ayal-yezishma-2.jpg

Улудағ җан билән иш тәклип қилғучи хитай аял арисидики йезишмилар. RFA/Arslan

uludag-xitay-jasus-ayal-yezishma-3.jpg

Улудағ җан билән иш тәклип қилғучи хитай аял арисидики йезишмилар. RFA/Arslan

uludag-xitay-jasus-ayal-yezishma-4.jpg

Улудағ җан билән иш тәклип қилғучи хитай аял арисидики йезишмилар. RFA/Arslan

uludag-xitay-jasus-ayal-toxtamname-hojjetler-1.jpeg

Улудағ җанға иш тәклип қилғучи хитай аял әвәткән тохтамнамә һөҗҗәтләр. RFA/Arslan

uludag-xitay-jasus-ayal-toxtamname-hojjetler-2.jpeg

Улудағ җанға иш тәклип қилғучи хитай аял әвәткән тохтамнамә һөҗҗәтләр. RFA/Arslan

uludag-xitay-jasus-ayal-toxtamname-hojjetler-3.jpeg

Улудағ җанға иш тәклип қилғучи хитай аял әвәткән тохтамнамә һөҗҗәтләр. RFA/Arslan

uludag-xitay-jasus-ayal-toxtamname-hojjetler-4.jpeg

Улудағ җанға иш тәклип қилғучи хитай аял әвәткән тохтамнамә һөҗҗәтләр. RFA/Arslan

uludag-xitay-jasus-ayal-toxtamname-hojjetler-5.jpeg

Улудағ җанға иш тәклип қилғучи хитай аял әвәткән тохтамнамә һөҗҗәтләр. RFA/Arslan

uludag-jan-1.jpg

Уйғурлар һәққидә мәлумат топлаш тәлипини рәт қилған түрүк яш улудағ җан. RFA/Arslan

Түркийәдики уйғурлар һәққидә мәлумат топлаш үчүн хитай даирилириниң бир қисим түрк яшларни өзлири үчүн хизмәт қилишқа тәклип қилғанлиқи ашкара болди.

Улудағ җан исимлик бир түрк яшниң дейишичә, у йеқинда бир хитай аял билән тонушқан, хитай аял өзини “мухбир” дәп тонуштурған вә улудағ җанни хитай үчүн хизмәт қилишқа тәклип қилған. У йәнә улудағ җанға тохтамнамә вә хизмәт шәртлирини әвәтип, анкитни тошқузуп имза қоюшни тәләп қилған. 

Тохтамнамә инглизчә болуп униңда йезилишичә, истанбулниң зәйтинбурнуда яшайдиған уйғурларниң мәлуматлири, хусусән қайси уйғурниң қандақ кесили бар? қайси дохтурханида уйғурлар көпрәк давалиниду? қайси дохтурлар давалайду? қайси дохтурханида уйғур дохтурлар бар? дохтурханилар вә дохтурларниң исим-фамилиси һәққидә учур топлап әвәтишни тәләп қилған. 

Биз бу һәқтә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн хитайниң тәлипини рәт қилған түрк зиялий улудағ җан билән сөһбәт елип бардуқ. 

Мухбир: һөрмәтлик улудағ җан әпәндим, сизни бир хитай аялниң өзи үчүн ишләшкә тәклип қилғанлиқидин хәвәр таптуқ. Бу, қайси түрдики хизмәт икән? сиздин немә иш қилишиңизни тәләп қилди, қандақ шәртләр бар икән? 

Улудағ җан: әссалам әләйкум, алди билән пүтүн уйғур қериндашларға вә дунядики түркләргә салам беримән. Икки ай илгири фейсбокта ален исимлик бир қиз маңа достлишиш тәлипи әвәтти, мениң шәрқий түркистан даваси тоғрисида мәлуматим болғачқа, бу хитай қизниң тәлипигә һәйран қалдим. Истанбулда вә фейсбокта мән тонушидиған уйғур достлирим бар, шуниң үчүн у хитайниң мени уйғур дәп чүшинип қелип фейсбукта мени һесабиға қошқанлиқини чүшинип йәттим. У мени қошқандин кейин маңа хәт язди вә маңа хизмәт тәклипи бәрди. Өзиниң “журналист” икәнликини билдүрди. Униң үчүн мәлумат топлап бәрсәм һәптидә 500 доллар пул әвәтидиғанлиқини сөзлиди. Бу ишни яхши қилишимни тәләп қилди. Бу ишни техиму көп қилғансери пул қошуп беридиғанлиқини сөзлиди. Мән бу қиздин шүбһиләндим. Қайси түрдә хәвәр топлап әвәтидиғанлиқимни сорудум. У уйғурлар һәққидә учур топлишимни билдүрди. Шуниңдин кейин униң җасус икәнликини җәзмләштүрдүм. Хитай үчүн җасуслуқ қилидиғанлиқини чүшинип йәттим. Мән бир түрк милләтпәрвәр болғанлиқим үчүн қаттиқ аччиқим кәлди. Әмма чандурмастин үзүмни тутувелип, техиму көп гәпкә селишни тоғра таптим. Йәни шәрқий түркистан давасидин хәвирим йоқтәк бир усулда сөзләштим. 

Мухбир: сиз у хитай қиз билән қандақ учраштиңиз? бир ким васитә болдиму?

Улудағ җан: мән у қиз билән пәқәт фейсбокта алақиләштим, у қизни көрүп бақмидим. Соридим, әмма түркийәдә әмәсликини деди. Маңа өзи һәққидә толуқ мәлумат бәрмиди, сән пәқәт ишиңни қил, деди. Учришишқа бир ким васитә болмиди, мениң истанбулда яшайдиғанлиқимни вә уйғурлардин достлирим барлиқини билип маңа учур қипту. Қайси гезиттә ишләйдиғанлиқиниму билмәймән. Мени бәк садда дәп чүшәнди. Мәнму билип қалмисун, дәп көп соал соримидим, улар үчүн хизмәт қилишни халайдиғанлиқимни билдүрүп алдидим. 

Мухбир: у хитай аялниң хизмәт тәклипини аңлиғандин кейин әҗәбләндиңизму? қандақ ойлидиңиз? қобул қилдиңизму? 

Улудағ җан: дәсләптә бу хизмәт тәклипигә аччиқим кәлди. Уйғурларниң шәрқий түркистанда тартқан дәрт-әләмлирини билимән. Зулум чекиватқанлиқини билимән. Биз уйғурлар билән охшаш милләт. Һәммимиз түрк миллити. Мән өзүмни шәрқий түркистан давасиниң бир әзаси дәп һесаблаймән. Йиғин-паалийәтләргә қатнишимән, истанбулда уйғурларға ярдәм қилимән. Иқамәт рухсити елиш үчүн кепил болимән. Түрк милләтпәрвәр болғанлиқим үчүн хитайниң у тәклипини қобул қилмидим. Қанчә көп пул беришидин қәтийнәзәр, мән уйғур қериндашлиримни пул үчүн сатмаймән. Бундақ бир ишни қилмаймән. Шуниң үчүн униң тәклипини қобул қилмидим. Әмма дәсләптә қобул қилғандәк чүшәнчидә болуп, мән у қиздин хитай тәләп қилған ишниң һөҗҗәтлирини маңа әвәтишни тәләп қилдим. 

Мухбир: немә сәвәбтин у хитайниң иш тәклипини қобул қилмидиңиз?

Улудағ җан: мән у қизниң хитай икәнликидин башқа һеч қандақ бир мәлумат тапалмидим, фейсбуктики сәһиписи арисида хитайлар йоқ, мән буниңға қарапла җасус икәнликини билип йәткән идим, әмма билмигән киши болуп туруп өзүмгә ишәндүрүшкә тириштим. Мән у қизниң тәклипини қобул қилмидим чүнки мән вәтинимни сөйимән, әҗнәбийләрниң мениң дөлитимдә җасуслуқ қилишиға рухсәт қилмаймән. Йәнә бир тәрәптин уйғурлар бизниң өз миллитимиздур, уйғур қериндашлиримизни қоғдашму бизниң вәзипимиз. Хитайлар уйғурларға зулум қиливатиду. Мәнму һәр бир уйғурға охшаш залим хитай дөлитигә қарши туримән. Һарам пуллар уларниң болсун, бу пулларни улар шәрқий түркистанни сүмүрүп қолға кәлтүргән. Шуниң үчүн мән һеч қандақ бир җасусқа ярдәмчи болалмаймән. Түркийәдә һәр қандақ бир җасусниң тимсиқлап йүрүшигә йол қоймаймән 

Мухбир: сизгә иш тәклип қилған хитай һәққидә немиләрни билисиз? диққитиңизни тартқан башқа шүбһилик әһваллар барму? 

Улудағ җан: мениңчә, у һәқиқий бир журналист әмәс, әсли иши түркийәдә җасуслуқ қилиштур. Мән уни алдап туруп һөҗҗәтләрни маңа әвәтишини тәләп қилдим. Мән у һөҗҗәтләрни тәкшүрүп чиққанда көзлиримгә ишәнмәй қалдим. Чүнки зәйтинбурнуда яшаватқан уйғурларниң қайси дохтурханиларға берип давалинидиғанлиқи, бу дохтурханилар вә дохтурлар тоғрисида мәлумат тәләп қилғанлиқини көрдүм. Бу чоң бир җасуслуқ, йәни очуқ ашкара бир җасуслуқтур. Түркийә җумһурийити вәтәндашлириға җасуслуқ қилишни тәклип қилишиму чоң бир җинайәт. Бу мәсилә тоғрисида бизниң түркийә дөлитиниң мунасивәтлик идарә-органлирини елхәт арқилиқ вақипландурдум. Мунасивәтлик җәмийәтләргә мәлумат бәрдим. Бу чоқум бир җасуслуқтур. 

Мухбир: сизчә, хитайларниң бундақ иш тәклипни қобул қилған вә ишләватқан кишиләр бармиду? сиз тонумсиз?

Улудағ җан: мениңчә, башқа кишиләргиму бу ишни тәклип қилиду. Түркийәдә хитай җасуслириниң барлиқини җәзм қилалаймиз. Мән илгири хәвәрләрдә хитайниң истанбулда җасуслири барлиқини оқуған идим. Хитай бәзи кишиләрни гөрүгә елип, тәһдит қилип бу ишни қилғузармиш. Кимниң ишләватқанлиқини билмәймән. Билип қалсам сақчиға мәлум қилимән. 

Мухбир: бу һәқтә түркийәдики вә дуняниң охшимиған җайлирида яшаватқан уйғурларға немә демәкчи сиз? қандақ тәвсийиләрдә болисиз?

Улудағ җан: уйғур қериндашлиримниң һәқиқәтән қийин бир дәврни бешидин өткүзүватқанлиқини билимән. Хитай көпинчисиниң шәрқий түркистандики аилилирини гөрүгә елип тәһдит қиливатқанлиқиниму билимән. Уйғур қериндашлирим, иҗтимаий таратқуларда тонумиған кишиләргә җаваб бәрмисун. Уйғур қериндашлиримиз өзлириниң ялғуз әмәсликини билсун. Биз түркләр уйғурларни сөйимиз вә һәр заман уларниң йенида болимиз. Қолимиздин келишичә уларға ярдәмчи болимиз. 

Мухбир: әгәр бир уйғур сиз дуч кәлгән әһвалға дуч кәлсә алди билән немә қилиши керәк? 

Улудағ җан: әгәр бир уйғур мушундақ бир әһвалға дуч келип қалса, өзлири яшаватқан райондики дөләт органлири билән алақә қилсун, һәргиз җиддийлишип кәтмисун, дөләт рәһбәрлири чоқум ярдәм қилиду. Бу хил кишиләрдин кәлгән учурларни ачмисун, тәләплирини орунлимисун. Уларниң дегәнлирини бир қетим қилип бәрсә униңдин кейин гөрүгә елиш тәһдит қилиш арқилиқ тәләп қилғанлирини қилдуриду. Һәтта яшаватқан дөләтләрдә җасуслуқ қилғанлиқи үчүн түрмигә ташлиниду. Әмма дөләт адәмлиригә хәвәр бәрсә түркийә һөкүмити уйғурларға ярдәм қилиду. Уларни қоғдайду, мусулман түрк қериндашлиримиз болғанлиқи үчүн түрк хәлқиму уларни яхши көримиз, биз уларниң йенида болимиз. Өзлиригә тәһдит қилған җасусларға һәргизму баш әгмисун, дөлитимизниң мунасивәтлик идарилириға мәлумат бәрсун.

Мухбир: бу сөзләп бәргәнлириңизни әркин асия радиосида елан қилсақ қошуламсиз?

Улудағ җан: шундақ, әркин асия радиосида елан қилинишини қобул қилимән. Пүтүн уйғур қериндашлиримға салам вә сөйгү йоллаймән.  

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, түркийәдә яшайдиған уйғур қериндашларниң һәрвақит сәгәк болушини, хитайниң һәр хил васитиләрни қоллинип түркийәдики уйғурлар һәққидә мәлумат топлишиға йочуқ ечип бәрмәсликини тәвсийә қилди. 

Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә йәнә түркийә дөлитигә чақириқ қилип, түркийә һөкүмитидин хитайниң җасуслириға чәклимә қоюшини, уйғурларни қоғдашни вә бу қетим оттуриға чиққан вәқәни тәкшүрүп көрүшини тәләп қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.