Хитай һөкүмити “мустәқиллиққа урунуш” дәп әйиблигән хоңкоң намайишини пуқралири қоллиди

Мухбиримиз меһрибан
2014.10.20

Хоңкоңда давамлишиватқан демократийини тәләп қилиш намайишини хитай һөкүмити “чәтәл күчлириниң қутратқулуқи бар”, “мустәқиллиққа урунуш” дәп әйиблиди. Әмма демократийини тәләп қиливатқан хитай пуқралири, “хоңкоң намайиши хитайға демократийә үмидини елип кәлди” дәп тәриплиди. Иҗтимаий таратқуларда “чечини чүшүрүветиш, йиғилиш өткүзүш арқилиқ, хоңкоңлуқларни қоллаш” чақириқлири барлиққа кәлди.

20-Өктәбир дүшәнбә күни хоңкоң оқуғучилириниң демократик намайиши 23-күнигә қәдәм қойди. Нөвәттә хоңкоң намайишиниң тәрәққияти вә һөкүмәт даирилириниң хоңкоң намайишини қандақ бир тәрәп қилиши вә буниңдин кейинки хоңкоң сияситидә қандақ өзгириш болуши вә хоңкоң намайишиниң хитай чоң қуруқлуқиға қандақ тәсир көрситиши қатарлиқлар дуня җамаәтчиликини қизиқтурмақта.

Мәлум болушичә, 18-, 19 ‏-өктәбир күнлири хоңкоңда давамлишиватқан намайишта намайишчи оқуғучилар билән сақчилар арисида тоқунуш әһваллири көрүлгән, хитай тәрипидин хоңкоңға тәйинләнгән баш валий ляң җенйиң өткән һәптиниң ахири намайишчи оқуғучилар билән сөһбәт өткүзүшкә тәйярланғанлиқини билдүргән болсиму, әмма у 19-өктәбир йәкшәнбә күни мухбирларға бәргән баянатида, “хоңкоң намайишиниң кәйнидә чәтәл күчлириниң қутратқулуқи бар” дәп әйиблигән. Хитайниң хәлқ гезитиму йәкшәнбә күни баш мақалә елан қилип, “хоңкоңда давамлишиватқан намайиш намда демократик сайламни тәләп қилиш дәп аталсиму, әмма намайишчиларниң һәқиқий мәқсити хоңкоңни мустәқил қилишқа урунуш” дәп әйиблиди. Хәлқ гезити елан қилған баш мақалидә йәнә, хоңкоң намайиши “яман нийәтлик кишиләрниң оқуғучиларни аздуруп, қалаймиқанчилиқ чиқириши” дәп әйиблинип, һөкүмәтниң хоңкоң намайишиға қарита “қаттиқ тәдбир қоллинип, хоңкоңда тинчлиқни әслигә кәлтүрүши” тәкитләнди.

Хитай һөкүмити хоңкоң намайишини әйибләватқан шараитта, чәтәлләрдики хитай демократлири вә ғәрб демократик дөләтлиридә “хоңкоңлуқларниң демократийини тәләп қилиш намайишини қоллаш” чақириқи күчәйди. Һәтта хитай тилидики иҗтимаий таратқулардиму хитай тордашлири хоңкоң намайишини қоллайдиғанлиқини ипадиләп, хоңкоңлуқларни намайишни давамлаштурушқа илһамландуруп “хоңкоңлуқларниң намайишиниң хитай чоң қуруқлуқида яшаватқан хитай пуқралириниң демократийә чүшиниң балдуррақ әмәлгә ешишиға зор мәдәт” болғанлиқи тәрипләнди. Мәлум болушичә, нөвәттә твитер торида “чечини чүшүрүветиш арқилиқ хоңкоңлуқларға мәдәт бериш”, маска тақап, чоң шәһәрләрдики хәлқ мәйданлириға йиғилиш арқилиқ хоңкоң намайишчилириға мәдәт берип уларниң һәрикитини қоллаш позитсийисини ипадиләш чақириқлири тарқалған. Твитер ториға йолланған учурлардин мәлум болушичә, чечини пүтүнләй чүшүрүветиш арқилиқ хоңкоң намайишини қоллаш паалийитигә аялларму иштирак қилған болуп, твитер торидики баш сүрәтлири арисида тақирбаш аялларниң сүрәтлириму барғанчә көпәйгән.

Радиомиз мухбириниң йәкшәнбә күни хоңкоңдин бәргән нәқ мәйдан хәвиридин мәлум болушичә, нөвәттә хоңкоңдики намайишчилар арисиға хитай чоң қуруқлуқидин кәлгән пуқраларму қошулған. Мухбирларниң зияритини қобул қилған сәндуңлуқ ваң лихең әпәнди намайишчилар арисида өзигә охшаш чоң қуруқлуқтин кәлгән башқа хитай пуқралириниңму барлиқини билдүрүп, “шияңгаңда давамлишиватқан намайиш, демократийигә тәшна болған җуңго пуқралириға үмид елип кәлди” дегән.

Шәндуң өлкисиниң зибо шәһиридин хоңкоңға келип намайишқа қатнашқан ваң лихең әпәнди қолиға ақ рәңлик күнлүк көтүрүвалған болуп, күнлүккә “мән чоң қуруқлуқтин силәрниң намайишиңларни қоллаш үчүн йетип кәлдим. Бүгүн хоңкоңда демократик сайламни қолға кәлтүрүш үчүн бирликтә күрәш қилайли. Әтә чоң қуруқлуқта демократийиниң әмәлгә ешиши үчүн һәммимиз бирликтә аваз қошайли! шяңгаң хәлқи вә оқуғучилири яшисун!” дегән ибариләр йезилған. Ваң лихең әпәнди йәнә өзиниң һаяҗанлиқ кәйпияти вә хоңкоң намайишидин күтидиған үмидини ипадиләп мундақ дегән: “мән намайишни қоллаш үчүн чоң қуруқлуқтики зибо шәһиридин кәлдим. Хоңкоң хәлқи вә оқуғучилириниң намайишини көрүп қаттиқ тәсирләндим. Мән чоң қуруқлуқтики һөкүмәт хәвәрлиридә хоңкоңдики оқуғучилар намайишиға шәһәр пуқралириниң нарази болуп қарши намайиш өткүзгәнлики вә оқуғучиларниң хоңкоңдики мәркизи мәйданни игиләш һәрикитини пуқралар тирикчилик йолимизни етивәтти дәп шикайәт қилғанлиқи һәққидики хәвәрләрни көрдүм. Әмма мениң билишимчә, һөкүмәт хәвәрлиридики оқуғучиларниң намайишиға қарши намайиш елип бериватқан аталмиш ‛хоңкоң пуқралири‚ әмәлийәттә пул берип ялливелинған кишиләр. Әмма мән ундақ әмәс, мән хоңкоңдики демократик намайишини қоллаш үчүн алайитән кәлдим. Чоң қуруқлуқта маңа охшаш хоңкоң намайишини қоллиғучи нурғун кишиләр бар. Биз хоңкоң намайишиниң ғәлибә қазинишиға тиләкдашмиз.”

Өткән бир һәптә ичидә хитай һөкүмәт даирилири хитай чоң шәһәрлиридә кәң көләмлик тутқун қилиш, тәқиб қилиш һәрикити елип барған. Мәлум болушичә, иҗтимаий алақә торлирида хоңкоң намайишини қоллаш позитсийисини ипадилигәнләр, хоңкоң намайиши башланғандин буян чечини чүшүрүп тақирбаш болғанлар тутуш обйекти қилинған, саяһәт намида хоңкоңға кәлмәкчи болғанлар агаһландурулуп, қаттиқ тәкшүрүлгән вә тәқиб астиға елинған.

Радиомиз мухбириниң зияритини қобул қилған ваң лихең әпәнди сақчиларниң өзини тутқун қилишидин әнсиримәйдиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди“мән хоңкоң намайишини қоллиғанлиқим үчүн қолға елинип җазалиништин әнсиримәймән. Улар өлтүрүвәтсиму мән бу қисмәткә тәйяр. Чүнки манҗу ханлиқиниң ахирқи дәвридиму демократийә үчүн өзини өлүмгә тутуп бәргән тән ситуңдәк кишиләр чиққан. Уларниң( йәни хитай һөкүмитиниң)һазир кишиләрни җазалаш вә қорқутуш тактикисидин башқа амалиму қалмиди.”

Шәнбә йәкшәнбә күнлиридики хоңкоң намайишида хоңкоң валий мәһкимиси алдидики мәйданда намайиш қиливатқан оқуғучилар билән хоңкоң сақчилири оттурисида тоқунуш йүз бәргән болуп, хитай һөкүмәт мәтбуатлирида хоңкоң сақчилириниң намайишчи оқуғучиларниң һуҗумиға учриғанлиқи хәвәр қилинған болсиму, әмма хәлқара мәтбуат хәвәрлиридә хоңкоң сақчилири вә хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин “намайишқа қарши турғучи амма” дәп аталған салаһийити намәлум кишиләр тәрипидин уруп беши йериветилгән намайишчи оқуғучиларниң сүрәтлири вә оқуғучилар таяқ йегән нәқ мәйдан синалғу филимлири берилип, һөкүмәт даирилириниң хоңкоң намайишини бастуруш һәрикити әйибләнди.

20-Өктәбир дүшәнбә күнидики әң йеңи хәвәрләрдин мәлум болушичә, йәкшәнбә күни кәчқурундин башлап намайиш мәйданида тинч вәзийәт әслигә кәлгән болуп, намайишчи оқуғучилар билән оқуғучилар намайишиға қарши намайиш қилған аталмиш “намайишқа қарши пуқралар” арисида бир-бирини тиллаш қатарлиқ йеник сүркилиш йүз бәргәндин башқа, өз-ара шиддәт һәрикәтлири көрүлмигән.

21-Өктәбир сәйшәнбә күни хоңкоңдики намайишчилар вәкили билән хоңкоң валий мәһкимиси оттурисида сөһбәт өткүзүш қарар қилинған болсиму, әмма дүшәнбә күни мухбирларниң зияритини қобул қилған бирқисим намайишчилар әтә өткүзүлидиған сөһбәт нәтиҗисигә үмид бағлимиғанлиқини билдүрүп, әгәр даириләр намайишчилар оттуриға қойған тәләпләрни қобул қилмиса, икки тәрәп оттурисидики сөһбәттин кейинму намайишни давамлаштуридиғанлиқини вә өзлириниң бу сәвәблик қолға елиниш қатарлиқ ақивәтләргә тәйяр икәнликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.