Японийәниң нагасаки шәһиридики хитай консулханиси алдида намайиш елип берилди
2016.07.31
31 - Июл японийәниң нагасаки шәһиридики хитай консулханиси алдида“5 - июл үрүмчи вәқәси” вә “28 - июл йәкән вәқәси”ни хатириләш йүзисидин намайиш елип берилди.
Бу қетимқи намайишни нагасаки шәһиридики хитайдики милләтләр мәсилиси мунбири кишилик һоқуқ тәшкилати тәшкиллигән.
Намайиш икки саәт әтрапида давам қилған вә ахирида намайишчилар вәкили иванага әпәндим хитай консулхасиниң хәт сандуқиға өзлириниң наразилиқ баятнамисини селип қойған.
Японийәдики хитайдики милләт мәсилиси мунбири тәшкилати 2013 - йили нагасаки шәһридә қурулған. Мәзкур тәшкилат асаслиқи хитайдики уйғур,тибәт,моңғуларниң кишилик һоқуқ мәсилиригә көңүл болуп келиватқан японийәдики аммиви тәшкилатлардин бири болуп өткән йилидин башлап һәр йили июл ейиниң ахирқи күнидә хитай консулханиси алдида“5 - июл үрүмчи вәқәси” вә “28 - июл йәкән вәқәси”ни хатириләш йүзисидин намайиш елип беришни башлиған.
Нөвәттә диққитиңлар,мәзкур намайиш һәққидә нәқ мәйдандин тәйярланған программида болсун.