Японийә ахбаратлириниң үрүмчидики әтигәнлик базар һуҗуми һәққидики инкаслири
2014.05.26
22 - Числа үрүмчидә партилаш йүз берип бир қанчә саәт өткәндин кейинла японийә дөләтлик телевизийә қанили вә ундин башқа қаналлар саәт 11:30 дики хәвәрләр программисида мәзкур вәқә һәққидә хитай ахбаратлиридин елинған хәвәрләрни тарқатти. Әмма пүткүл телевизийә қаналлирида вәқәгә баһа берилмиди.
Японийә телевизийә қаналлиридин NHK қанили 23 - числа кәч саәт йәттидә бу һәқтә бәргән хәвиридә, вашингтондики әркин асия радиосиниң хәвиридин нәқил елип, һөкүмәт даирилириниң үрүмчидики партлаш йүз бериштин илгири ақсу вилайитиниң кучар наһийиси алиқаға базирида бешиға яғлиқ артқан, йүзини япқан, узун яғлиқ салған ханим - қизларни мәҗбурий солап қойғанлиқидин уларниң аилисидикиләр топлишип һөкүмәткә наразилиқ билдүргәндә сақчи даирилириниң намайишчи аммиға оқ чиқирип, көплигән намайишчиларни қолға алғанлиқини илгири сүрди.
Хәвәрдә йәнә, уйғур аптоном районида уйғур әркәклириниң бешиға доппа кийиши билән ханим - қизларниң яғлиқ артиши қатарлиқ миллий вә диний өрп - адәтләрниң хитай һөкүмити тәрипидин чәклиниватқанлиқи билдүрүлди.
Японийәдин чиқидиған “ниппон кезай гезити” ниң 23 - числадики санида елан қилинған бу һәқтики хәвиридә, үрүмчидә йүз бәргән бу қетимқи әтигәнлик базарға һуҗум қилиш вәқәси уйғур аптоном районида елип берилған шәрқий түркистан мустәқилчилириниң партлитиш вәқәлири ичидә өлгән вә яриланғанларниң сани бир қәдәр көп болған вәқә дәп көрситилип, вәқәниң ши җинпиң һакимийитиниң уйғур аптоном районида елип барған қаттиқ бастуруш сияситидин келип чиққан ақивәт икәнлики оттуриға қоюлған.
“ниппон кезай гезити” ниң хәвиридә “хитай рәиси ши җинпиң өлгән вә яриланғанларға һесдашлиқ билдүрүп, вәқә садир қилғучиларни тиздин бир тәрәп қилип, террорлуққа қаттиқ зәрбә беришни тәкитлиди. Ши җинпиң ейтиватқан террорлуқ һәрикәтләрни һәссиләп қаттиқ бастуруштин кейин йәнә қандақ ақивәтләр келип чиқар? әлвәттә йәнә бастуруштин йәнә партлитиш һуҗуми келип чиқиду. Бастуруш билән партлиш һуҗумини тохтитип қойғили боларму?” дейилгән.
Мәзкур гезит бу һәқтики хәвиридә, уйғур аптоном райони вә тибәттә милләтләр арисидики зиддийәтниң барғанчә күчийиватқанлиқини, уйғурлар билән тибәтләрниң өз тупрақлиридиму һөкүмәт тәрипидин берилидиған барлиқ тәминат вә башқа җәһәтләрдә хитайлардин пәрқлинидиғанлиқини, һәтта иқтсадий киримдиму зор пәрқләрниң барлиқини билдүргән.
Үрүмчидә йүз бәргән партлаш һәққидики бу хәвәрдә: “уйғурлар өзлириниң хитай һакимийити тәрипидин оғрилинип кетилгән тили вә мәдәнийитини қайтуруп келиш үчүн бу хилдики қаршилиқ билдүрүш һәрикәтлирини елип бармақта”дейилгән.
Гезиттә йәнә хитай армийисиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдариниң сөзиму нәқил елинған болуп, у, “уйғурларниң аилисидә бирси террорчи болса, пүткүл аилә әзалириниң һәммиси террорчи һесаблиниду” дегән.
“асаһи шимбун гезити”ниң 23 - майдики санида “үрүмчидә йүз бәргән партлитиш вәқәси 30 - апрел партлитиш вәқәси йүз бәргән җайдин үч километир йирақлитики җайда йүз бәрди. Бу, ши җинпиң һакимийитиниң уйғур елида елип бериватқан тинчландуруш сиясити давамида йүз бәргән вәқә. Вәқә миллий зиддийәттин келип чиққан” дейилгән.
Асаһи шимбун гезитиниң бейҗиңдики мухбириниң телефон зияритини қобул қилған үрүмчидә партлитиш вәқәси йүз бәргән әтраптики бир хитай рестурани хоҗайиниң билдүрүшичә;“10 минут ичидә 10 қетим қаттиқ партлаш авази аңлинип коча бирдинла өлүкләргә тошуп кәткән.” хәвәрдә “әмди ши җинпиң һөкүмити уйғурлар үстидин қораллиқ бастуруш елип берип бу районниң вәзийитини техиму җиддийләштурветидиған болди”дейилгән.
“йомиури шимбун гезити” ниң бу һәқтики хәвиридә:“бу, ши җинпиң 2012 - йили 11 - айда тәхткә чиққандин кейин хитайда йүз бәргән әң чоң вәқә” дәп баһа берилгән.
Мәзкур гезитниң бейҗиңда турушлуқ мухбириниң соаллириға телефон арқилиқ җаваб бәргән, вәқә йүз бәргән әтраптики бир меһманхана хадими “ вәқә байрақ есилған икки аптомобилниң һуҗумидин келип чиқти. 20 Дин ошуқ киши дохтурханиға елип кетилди” дегән.
“минами ниппон гезити” дә болса “ши җинпиң уйғур аптоном районида зиярәттә болуп, террорлуқ һәрикәтлиригә зәрбә бериш һәққидә йолйоруқ бәргәндин кейин бу вәқәләр йүз бәрди. Ши җинпиң гуруһи вәқәдин чөчүп кәтти” дәп язған. Гезиттә өлгүчи вә яриланғучилар һәққидә тохтилип, шяңгаңдики хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң вәқәдә өлгүчи вә яриланғучиларни 300 дин ошуқ дәп көрсәткәнликини илгири сүргән.
“ниши ниппон гезити” ниң көрситишичә, мәзкур гезитниң бейҗиңдики мухбириниң телефон зияритини қобул қилған вәқәни көргүчиләрдин бири, өзиниң партлаштин толиму қорқуп кәткәнликини, вәқәни тәсәввур қилғили болмайдиғанлиқини, өзиниң буниңдин кейин бундақ адәмләр көп топлашқан йәргә бармайдиғанлиқини билдүргән.
Ахирида зияритимизни қобул қилған японийәдики уйғур кишилик һоқуқ мәсилиси мустәқил тәтқиқатчиси ариса ханим бу қетимқи вәқә һәққидә тохтилип мундақ деди:
- Мән уйғурларни растинла чүшинимән. Уйғурлар һазирқи вақитта ши җинпиң һөкүмити тәрипидин қаттиқ бастурулуватиду. Ши җинпиң уйғурлар сөһбәт елип бериши, мәсилини һәрбий күчигә тайинип әмәс, сөһбәт арқилиқ һәл қилишқа вә тинчлиқни әмәлгә ашурушқа тиришиши керәк, ши җинпиң һакимийити аз санлиқ милләтләр сияситидә өзгириш елип бармиса, бастуруш арқилиқ тинчлиқни әмәлгә ашурғили болмайду дәп ойлаймән.