Японийәдики ротарий сахавәтчиләр кулубиниң йиллиқ йиғинида уйғурлар һәққидә доклат берилди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2017.03.21
yaponiye-turmuhemmet-hashim-doklat-2017.jpg Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим уйғурлар һәққидә доклат бәрмәктә
RFA/Haji Qutluq Qadiri


18-Март шәнбә күни японийәниң ибараки өлкисиниң мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән ротарий сахавәтчиләр кулубиниң йиллиқ йиғинида японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим уйғурлар һәққидә доклат бәрди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатидин игилишимизчә, ибараки өлкисиниң мәдәнийәт мәркизидә чақирилған сахавәтчи карханичилардин тәшкилләнгән, японийәдә оқуватқан чәтәллик оқуғучиларға оқуш мукапати пули беридиған ибараки өлкилик ротарий сахавәтчиләр кулубиниң 2017-йиллиқ хизмәт пилан йиғиниға японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим тәклип билән қатнишип, кәң кулуб әзалириға уйғур тарихий, мәдәнийити вә шундақла уйғурларниң нөвәттики сиясий вәзийити тоғрисида тәпсилий доклат бәргән.

Нәқ мәйданға телефон қилип игилишимизчә, турмуһәммәт һашим доклатида алди билән, йипәк йолида бүйүк мәдәнийәт яратқан уйғурларниң өз тарихида көплигән дөләтләрни қуруп охшимиған дәвирләрдә түрлүк динларға етиқад қилип, будда диний дәвиридә мәдәнийәт җәһәттин толиму йүксәлгәнликини баян қилған шундақла у, хитай компартийәсиниң 1949-йили уйғур елини ишғал қиливалғандин кейинки уйғурлар үстидин елип барған түрлүк бастуруш һәрикәтлири, болупму уйғур мәдәнийитини йоқ қилиш сиясәтлири тоғрисида тохталған.

Турмуһәммәт һашим доклатиниң кейинки қисмида болса, уйғурларниң нөвәттики сиясий вәзийити тоғирисида тохтилип, уйғур елида елип берилған қанлиқ бастурушлардин 2009-йилидики5-июл үрүмчи вәқәсиниң бастурулуш әһвалиға даир тор бәтлиридә таралған бир қисим йотубе вә сүрәтләрни көрситип көпчиликниң күчлүк диққитини тартқан. У, доклатиниң бу қисмида йәнә, хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң тәхткә чиққандин буянқи уйғур елида елип бериватқан түрлүк бастуруш һәрикәтлири һәққидә тәпсилий доклат бәргән.

Турмуһәммәт һашимниң билдүрүшичә, у доклатиниң ахирида, японийәдики ротарий сахавәтчиләр кулубиниң уйғур елидин өз хираҗити билән японийәгә оқушқа кәлгән уйғур оқуғучиларға көпләп оқуш мукапати пули беришини тәвсийә қилған.

Биз доклат ахирлашқандин кейин телефон арқилиқ үч нәпәр доклат иштиракчиси билән бүгүнки доклат һәққидә сөһбәт елип бардуқ.

Алди билән зияритимизни қобул қилған, ибараки өлкилик ротарй сахавәтчиләр кулубиниң рәиси ушиода өзиниң бүгүнки доклат һәққидики қарашлирини баян қилип:“ротарий кулубимизниң уйғурлар һәққидә доклат бериш паалийитини уюштурушидики түп мәқсәт, кулубимиздики бир қисим карханичилиримизниң хитай билән сода алақиси вә башқа җәһәтләрдә күчлүк мунасивити бар. Шуңа биз, уйғур кишилик һоқуқ мәсилисидә бәлгилик учур, әтраплиқ чүшәнчиләргә игә болғандин кейин, хитай билән болған бәзи бир сөһбәтлиримиздә уйғур мәсилисини оттуриға қойсақ, әлвәттә буниң уйғурларға бираз болсиму пайдиси болиду дәп ойлаймиз” деди.

Зияритимизни қобул қилған ибараки өлкилик ротарий сахавәтчиләр кулубиниң муавин рәиси ямада доклат һәққидә тохтилип:“биз хитайдики уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидә пәқәтла телевизорларда берилгән учулардин хәвәрдар болған болсақму, бирақ бу һәқтә әтраплиқ мәлуматимиз йоқ. Лекин, бүгүнки доклатта көрситилгән пакитлиқ сүрәт вә һөҗҗәтләрдин бу һәқтә дәсләпки билимләргә игә болдуқ. Доклат мениңчә яхши болди дәп қараймән” деди.

Телефон зияритимиз җәрянида, ибараки районлуқ ротарий сахавәтчиләр кулуби комитетиниң муавин рәиси кимура ханим доклат һәққидики тәсиратини баян қилип:“мән бүгүн иккинчи қетим турмуһәммәт әпәндиниң уйғурлар һәққидики доклат бериш паалийитигә қатнишим. Һәр қетимлиқ уйғурлар һәққидики доклатдин мән шуни һес қилдимки, хитай дөлитидики уйғур кишилик һоқуқ мәсилисидә күндин-күнгә яхшилиниш әмәс, әксичә үзлүксиз начарлишиш вәзийити шәкиллиниватиду. Бу һәқиқәтәнму қорқунчлуқ мәсилә, шуңа бу мәсилини һәл қилиш үчүн һәммимиз ортақ бирлишип издинишимиз керәк” деди.

Игилишимизчә, бу қетимқи ротарий сахавәтчиләр кулубиниң 2017-йиллиқ хизмәт йиғинида, бу йил һәр қайси дөләтләрдин японийәгә оқушқа кәлгән чәтәллик оқуғучиларға оқуш ярдәм пули бериш пилани шундақла өткән йили оқуш мукапатиға еришкән чәтәллик оқуғучилар тоғирисидики хуласиләр оттуриға қоюлған.

Йиғин чүштин кейин саәт иккидин бәшкә қәдәр давам қилған болуп, йиғинға тәхминән 50 әтрапида японийәдә тонулған карханичи қатнашқан.

Мәлум болушичә, 1990-йиллардин башлап уйғур елидин японийәгә өз хираҗити билән оқушқа кәлгән көплигән уйғур оқуғучилар японийәдики ротарий сахавәтчиләр кулубиниң оқуш ярдәм пулиға еришкән шундақла улар бу кулубниң оқуш ярдәм пули арқилиқ аспирантлиқ вә докторлуқ курслирини тамамлиған.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.