Явропани мусапирлар кәлкүни басмақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.08.28
yawrupa-parlamenti-yighin.jpg Яврупа парламенти көчмәнләрни әза дөләтләргә қандақ орунлаштуруш тоғрисида қарар чиқарди
Public Domain/Wikipedia


Явропа мәтбуатлиридики әң қизиқ тема мусапирлар мәсилиси болмақта. Оттура шәрқтин сәлдәк бесип келиватқан йүзмиңларчә мусапир пүтүн явропада әндишә вә тәһдит пәйда қилмақта.

Бүгүнки күндә явропа ахбарат васитилиригә нәзәр ағдурған киши хаһи телевизор, хаһи гезит - журнал, хаһи иҗтимаий таратқуларда болсун, һәммисиниңла оттура шәрқтин сәлдәк еқип келиватқан мусапирлар тоғрисидики хәвәрләр билән толғанлиқини көриду.

Мәтбуатлар явропа бирликиниң көчмәнләр сияситиниң мәғлубийәткә йүзләнгәнликини тилға елишмақта. Италийә, австрийә, гиретсийә, венгирийә, булғарийә қатарлиқ әлләрдә миңларчә сақчи вә чегра қоғдаш қисимлири сәпәрвәр қилинип, явропа бирликигә әза дөләтләрниң чеграсини мусапирлардин муһапизәт қилмақта. Германийәдә мусапирлар лагерлири оң қанат милләтчиләр тәрипидин көйдүрүлмәктә, мусапирлар чалма - кесәк қилинмақта. Оттура деңизда сүпәтсиз кемиләргә олтуруп, әркин ғәрбтин сиясий панаһлиқ тиләш тәвәккүлчиликигә ирадә бағлиған миңларчә мусапир деңиз үстидә җан бәрмәктә.

Откән бир йилда өлгәнләрниң сани 2300 киши болған болса, бу йил 8 - айғичә деңизда өлгән мусапирларниң сани 3280 кишидин ашти. Мәтбуатлар йәнә 100 миңларчә мусапирниң италийәгә кириш үчүн өчирәт сақлап туруватқанлиқини, ялғуз ливийәниң өзидила 2 милйондин артуқ хәлқниң ғәрбкә көчүш үчүн һазирлиқта туруватқанлиқини йезишмақта.

Ғәрб әллиригә еқип келиватқан мусапирларниң көпинчиси ливийә, сүрийә, ирақ вә афғанистан хәлқи болуп, оттура шәрқ әллиридин келиватқанлар ичидә көп санда аяллар вә балилар бар. Уларға қошулуп, балқан районидин көчүватқанларниң саниму барғансери артип бармақта.

Уруш вәйранчилиқи һәм өлүм тәһдитлиридин панаһлиниш үчүн йолға чиққан бу хәлқ ғәрб инсанпәрвәрликигә сеғинип зор үмидләр билән юртлирини тәрк әткән болсиму, нурғунлири ғәрб әллири чегралирида тосулуп қалмақта. Ғәрб әллиригә қачақ йоллар, деңиз тәвәккүлчилики билән һаят кирәлигән бир қисим тәләйликләрму өзлири киргән әлләрдә қамал астиға елинип, соғуқ муамилиләргә йолуқмақта,һәтта йәрлик хәлқ ичидики милләтчиләрниң зәрбилиригә учримақта.

Б д т вә явропа бирлики италийә, гиретсийә, венгирийәләрдә җиддий йиғивелиш органлирини тәсис қилип, бу мусапирларни мумкин қәдәр тиз сүрәттә юртлириға йолға селип қоюшниң һазирлиқлирини қилишмақта. Әлвәттики, бу қәдәр көп мусапирларға селиштурғанда, ана вәтинини тәрк етип явропа тупрақлириға киргән уйғурларни йоқ дейәрлик һесаблашқа болиду. Шундақтиму, бу уйғурларниң сиясий панаһлиқ тәлипиниң бу көчмәнләр долқуниниң бәлгилик тәсиригә учришидин сақлиниш қейин болуши мумкин.

Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохтилип өз қарашлирини билдүрүп өтти.

Германийә мәтбуатлири бу бир йил ичидә, ялғуз германийә дөлити күтүвелишқа мәҗбур болидиған мусапирлар саниниң 800 миң кишигә йетидиғанлиқини елан қилди. Германийә һөкүмити дөләт намидин мусапирларға инсанпәрвәрлик муамилисидә болидиғанлиқини билдүрүп келиватқан болсиму, хәлқ ичидики наразилиқлар күчәймәктә.

Өткән айлардики рай синашта, германийә хәлқиниң мусапирларни қобул қилишқа қарши авази 95% тин ешип кәтти. Мусапирларға қарши туруш германийәдә ялғуз оң қанат милләтчиләрниң иши болупла қалмастин, омумий хәлқниң райи болуп көрүлмәктә. Хәлқ бу мусапирлар сәвәблик дөләт малийәсигә чүшидиған зор бесимни нәзәргә алмиған тәқдирдиму, иш пурсәтлириниң азийиши, җәмийәт тәртипиниң бузулуши, муһитниң булғиниши, террор тәһдитиниң йүксилиши, явропаниң исламлишишидин әнсирәш қатарлиқ көплигән амилларни көздә тутуп қарши чиқмақта.

Бу бирқанчә айдин бериқи мәтбуатлардики хәвәрләргә асасланғанда, германийәдә мусапирларға қарши һәрикәтләрниң сани көпийип 200 қетимдин ешип кәтти. Бәзи мусапирлар лагерлириға от қоюветилди, бәзи мусапирлар милләтчиләр атқан таш - кесәк, ботулкиларниң һуҗумлириға учриди, бәзи лагерларниң ишик - деризилири чеқиветилди.

Дөләт президенти вә баш министири алайитән мусапирлар лагерлирини зиярәт қилип, германийә дөлитиниң мусапирларға игә чиқиш мәйданини билдүргән болди. Германийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә герман миллитиниң инсанпәрвәрлик образини қоғдаш тәрәпдарлири баянат, мақалиләр елан қилип, германийә асасий қанунидики “миллити, ирқи, терисиниң рәңги қандақ болушидин қети нәзәр, һәммә адәм һоқуқта баравәр” дегән түп маддиларниң аяқ асти қилиниватқанлиқидин шикайәтләр қилишти. Шундақ болушиға қаримай, хәлқ йәнила һәм һөкүмәттин һәм мусапирлардин нарази.

Германийә баш министири ангела меркил билән фирансийә президенти һолланда башчилиқида явропа бирликигә әза 28 дөләт арисида көп музакириләр елип берилди. Чеграларни ортақ қоғдаш, мусапирларниң киришигә йол қоймаслиқта пикир бирлики шәкилләнгән болсиму, мусапирларни бөлүшүп тәқсим қилишта техи бир ариға келәлмиди.

Бу йил май айлиридики 600 миң мусапирниң 40 пирсәнти германийә қобул қилған иди. Мусапирларға берилидиған тәминат мәсилисидиму дөләтләр арисида көп пәрқләр бар. Германийә һәр бир мусапирға айда 143 явро бәргәндин сирт, кийим пули, тамақ пули, давалиниш расхотини көтүрүш, туралғуға орунлаштуруш, балиларниң барлиқ оқуш чиқимлирини көтүрүш қатарлиқ мәсулийәтни үстигә алиду.

Германийә долқунлириниң 27 - авғусттики хәвиригә асасланғанда, б д т полша қатарлиқ әлләрниң җиддий тәдбир қоллинип, явропа бирликигә әза дөләтләргә кирмәкчи болған мусапирларни явропа бирликиниң сиртидики чеградинла тосуп қелишни, болупму украинадин қечиватқан миңларчә мусапирларни полшадила тосуп қелишни, сиясий панаһлиқ тилигүчиләрдин башқиларниң явропа бирлики ичигә киришигә йол бәрмәсликни оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.