Америка ғәвваслири бүгүн филлипиндә кемидә вәқәгә учриған кишиләрни издәшкә башлиди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.06.25
2008.06.25
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, филиппинниң деңиз сақчи әтритиниң ғәвваслири, көмтүрүлүп кәткән кемә әтрапида деңиз йүзигә ләйләп чиққан 15 җәсәтни вә қирғаққа ләйләп чиққан 50 җәсәтни байқиғандин кейин, филлипин һөкүмити һазирғичә сақ қалған адәм барлиқидин үмид аз болсиму, йәнила кемидә вәқәгә учриған кишиләрниң чуқум из - дерикини қилиш вә сақ қалғанлики кишиләрни қутқузуш яки уларниң җәситини тепиш үмидидин ваз кәчмигән иди.
Хәвәрдә ейтилишичә, америка президенти җорҗ буш сәйшәнбә күни филлипин президенти аройоға, апәткә учриған кишиләрниң из - дерикини қилиш үчүн авиаматка вә ғәввас әвәтишкә вәдә бәргәндин кейин, бүгүн америка ғәвваслири тик учарларниң һемайиси астида, филлипин ғәвваслири билән бирликтә, вәқә йүз бәргән даиридә адәм издәшкә башлиди.