Америка - ливийә мунасивитидә йеңи бир тарихий дәвр башлиниш алдида

Америка ташқи ишлар министири кандилиза райс 9 ‏ - айниң 4 ‏ - күнидин 7 ‏ - күнигичә ливийини зиярәт қилип, ливийә президенти муаммар казафи билән көришиду. Роейтерс агентлиқиниң баян қилишичә, бу, америка - ливийә оттурисида йерим әсрдин артуқ вақиттин буян депломатйидә йүз бәргән бир тарихи характерлиқ йеңилиқ.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.09.03

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси шан микормикниң ейтишичә, 1953 ‏ - йили 5 ‏ - айда, әйни замандики америка ташқи ишлар миниситири җоһн фостер әң ахирқи қетим ливийини зиярәт қилғандин буян, америкида 10 қетим президент алмишип болди. Инсанийәт айға чиқти, интернет кәшип қилинди, берлин теми өрүлди.

Хәвәрләргә қариғанда, мушу вақит ичидә, ливийә дуняда бир нәччә қетим көп адәм өлтүрүлгән чоң вәқәләрни чиқарди. Бу җәрянда, америка - ливийә мунасивити яхши болалмиди, мана һазир йеңи бир дәвр башлиниш алдида турмақта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.