Америка дөләт мәҗлиси әзалири олимпикниң ечилиш мурасимини байқут қилишни тәләп қилди
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.02
2008.05.02
Америка дөләт мәҗлисиниң җумһурийәтчи авам палата әзаси франк волф," америкиниң һөкүмәт органлири, әдлийә тармақлири вә қанун чиқириш органлиридин һечким олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнашмаслиқи керәк " дәп көрсәтти. Франк волф хитай даирилириниң 200 гә йеқин шималий корийилик мусапирни юртиға қайтуруш пиланини әйиблиди.
Демократик кеңәш палата әзаси роберт мәнендез, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисидики "шәрмәндиликләр" түпәйлидин президент бушниң олимпик мурасимини байқут қилишини тәләп қилди. Америка президент ишханиси ақсарай президент бушниң олимпик йиғиниға қатнишиш пиланида өзгириш болмиғанлиқини, лекин бушниң ечилиш мурасимиға қатнишамду яки тәнтәрбийә мусабиқисини көргили барамду ? дегән бу мәсилидә бир қарарға кәлмигәнликини билдүрмәктә.
Президент буш өзиниң бейҗиңға барса хитай рәһбәрлирини далай лама билән көрүшүшкә үндәйдиғанлиқини тәкитлигән иди. У, пәйшәнбә күни хитай даирилирини далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә, лекин сөһбәт тибәт хәлқиниң әндишилирини мәзмун қилған һәқиқий мәнидики сөһбәт болуши керәкликини әскәртти.