Америка хәлқара диний әркинлик комитети хитайниң тибәт вә уйғур илидики диний сияситини тәнқид қилди
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.02
2008.05.02
Доклатта, даириләрниң террорчилиққа қарши турушни мусулманларниң тинч диний паалийәтлирини бастурушниң баһаниси қиливалғанлиқи, 2007 - йили җәрянида уйғур диний затлар вә талипларниң " қанунсиз диний паалийәтләр" дә болди, дегән намлар билән тутқун қилинғанлиқи, диний мәктәпләрниң тақалғанлиқи, диний әсәрләрниң мусадирә қилинғанлиқи, имамларниң сияси өгинишкә қатнаштурулғанлиқи, яш - өсмүрләрниң диний ибадәт билән шуғуллиниши пүтүнләй чәкләнгәнлики билдүрүлди.
Доклатта мәзкур комитет, буш һөкүмитигә уйғур вә тибәтләрниң диний вәзийитини яхшилаш тоғрисида бәзи тәвсийиләрдә болди. Бу тәвсийиләр америка тибәт билән уйғур елидә консулхана ечип, бу җайларниң диний әркинлик вә кишилик һоқуқ вәзийитини назарәт қилиш, уйғур вә тибәтлик диний затларниң америкиға келип өгинишигә қолайлиқларни яритиш, уйғур вә тибәт тилидики радио аңлитишини күчәйтиш қатарлиқларни өз ичигә алиду.
Америка хәлқара диний әркинлик комитети дөләт мәҗлисиниң 1998 - йили мақуллиған диний әркинлик қануниға асасән қурулған орган болуп, мәзкур комитет 2000 - йилдин бери һәр йили 5 - айда һәр қайси дөләтләрниң диний әркинлик әһвали тоғрисида доклат елан қилип кәлмәктә. Диний әркинлик комитети бу йилқи доклатида хитайни йәнә диний әркинлик вәзийити әндишә қилинидиған дөләтләр тизимликигә киргүзгән.