Ақсарай: америка хитайниң наразилиқиға әмәс, кишилик һоқуқиға көңүл бөлиду

Америка президентиниң туралғуси ақсарай, җүмә күни хитайниң президент бушниң уйғур кишилик һоқуқ чемпийони рабийә қадир ханим вә 4 нәпәр хитай демократчи затни ақсарайда күтүвалғанлиқиға қаратқан тәнқидигә инкас қайтуруп, "америка хитайниң тәнқидидин көпрәк кишилик һоқуқ хатирисиниң яхшилинишиға көңүл бөлидиғанлиқи" ни билдүрди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.08.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 Ақсарайниң баянатчиси дана пәрино җүмә күни президент бушниң мәйн штатидики қоруқида мухбирларға баянат берип, " биз уларниң тәнқиди пикридин көпрәк, кишилик һоқуқ саһәсидики һәрикитигә көңүл бөлимиз " дәп көрсәтти.

Пәрино, " биз уларниң кишилик һоқуқ, әркинлик вә демократийидә өз дөлитиниң әһвалини яхшилиши шундақла президент бушниң бу мәсилидики мәйданини тонушини көрүшни халаймиз" шундақла, " мениңчә биз президентниң өктичи затлар билән көрүшкәнликигә уларниң немиләрни дегәнликидин көпрәк, хитайниң ичидә немә ишларниң йүз бериватқанлиқиға қизиқимиз," дәйду.

Хитай ташқий ишлар министирлиқи президент бушниң алдинқи күни ақсарайдики туралғусида рабийә қадир ханим вә төт нәпәр хитай демократчи зат билән көрүшкәнликини тәнқид қилип, "бу җуңгоға қарши дүшмән күчләргә хата сигнал бәргәнлик" дәп әйиблигән иди.

Президент буш бу кишиләр билән көрүшкәндә өзиниң олимпик мурасимиға барғанда уларниң әркинлик тоғрисидики пикир тәләплирини хитай дөләт рәиси ху җинтавға йәткүзүшкә вәдә бәргән. Рабийә қадир ханим, бушниң уйғур сиясий мәһбусларға өлүм җазасини тохтитиш, террорлуқ вә олимпикни баһанә қилип, уйғурларға зәрбә бәрмәслик, диний ибадәт әркинлики, олимпик баһанисида қолға елинғанларни қоюветиш... Қатарлиқларни оттуриға қоюшини тәләп қилған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.