Б д т "басқунчилиқ" ни уруш мәзгилидики бастуруш қорали, дәп тонуди

Б д т ниң хәвпсизлик кеңиши пәйшәнбә күни бирдәк қарар мақуллап, "басқунчилиқ" ни уруш мәзгилидики бастуруш қораллириниң бир қисими, дәп тәриплиди шундақла бу қорални хәлқара бихәтәрликкә тәһдит салидиған амилларниң бири, дәп көрсәтти.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.06.20

 Игилишимизгә қариғанда хитай, русийә, һиндонезийә вә вейтнамлар мәзкур лайиһиниң хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилинишини бәк тоғра тапмай өз пикридә қалған, лекин америкиниң қоллишидики мәзкур лайиһә авазға қоюлғанда кеңәштики 15 дөләтниң һәммиси қоллап биләт ташлиған.

Б д т баш катипи бан кимун, аялларға қаритилған зораванлиқниң тоқунуштин кейин әслигә келиш басқучида туруватқан дөләтләрдә "ипадилигүсиз дәриҗидә " еғир икәнликини билдүрди. Б д т ниң келәр ай елан қилидиған тәкшүрүш доклати басқунчилиқ мәсилисигә беғишланған болуп, доклатта басқунчилиққа қандақ тақабил туруш мәсилиси оттуриға қойилиду. Кишилик һоқуқи тәшкилатлири хәвпсизлик кеңишиниң мәзкур қарарини тарихий әһмийәткә игә, дәп қаримақта.

Қарар лайиһисидә мундақ дәйду," җинсий зораванлиқ уруш җәрянидики бир тактика. Униң мәқсити қарши тәрәпниң роһини сундуруш, бойсундуруш, қорқутуш, қачуруш, мәлум бир етник гуруппа яки миллий қәвмни башқа җайға көчүшкә мәҗбурлаштур". Бан кимун, " аяллар вә қизларға қаритилған бу 'садасиз уруш'қа қандақ тақабил турушта дөләтләрниң күч чиқиришиға тоғра келиду " дәп көрсәтти.

Б д т қарар лайиһисидә йәнә, җинсий зораванлиқниң " қораллиқ тоқунушни күчәйтипла қалмай, хәлқара бихәтәрлик вә тинчлиқниң әслигә келишигә тосалғу болидиғанлиқи" ни тәкитлигән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.