Әгәр берма америкиниң апәткә учриған хәлққә беридиған ярдимини йәнә рәт қилса америка парахотлири йолдин қайтиду
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.06.04
2008.06.04
Йеқинда бермада йүз бәргән 'наргис' дәп атиливатқан деңиз чапқунида 2 милйон 400 миң адәм апәткә учриди, 134 миң адәм һаятидин айрилди. Дәсләптә берма һөкүмити америкиниң вә башқа дөләтләрниң хәлқаралиқ ярдимини қобул қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма америка бермада апәткә учриған хәлққә ярдәм қилиш үчүн 2 милйон пут йемәклик вә җиддий еһтияҗлиқ әшя тәйярлап, уни һәрбий парахотлар билән апирип, хәлқниң қолиға йәткүзүп беришкә тәйяр болғандин кейин, берма һөкүмити 15 қетим рәт қилди.
Хәвәрдә баян қилинишичә, бүгүн ақ сарайниң баянатчиси дана перино берма һөкүмитигә йәнә 'берма апәткә учриған районларға ярдәм беридиған хәлқара тәшкилат хадимлириниң киришини вә апәткә учриған хәлққә җиддий керәк болған қутқузуш буюмлириниң хәлқниң қолиға йәткүзүп берилишини рәт қилмаслиқи керәк, әмди вақитни исрап қилишқа болмайду' дәп бесим ишләткән.