Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни қаттиқ тәнқид қилди
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.08.23
2008.08.23
Баянатта тәкитлинишичә, хитай һөкүмити, олимпик җәрянида кишилик һоқуқ тәшкилатлири, тибәт паалийәтчилири вә бәзи чәтәл мухбирлириниң паалийәтлиригә қаттиқ чәклимә қойған.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң баянатчиси бенойит һәрвйй шәнбә күни парижда мухбирларға бәргән баянатида, олимпик тәнһәрикәт йиғини җәрянида кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитидә һечқандақ илгириләш болмиғанлиқини тәкитләп, " бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң хитайда кишилик һоқуқниң тәрәққиятиға һәссә қошқанлиқиға аит һечқандақ бишарәт мәвҗут әмәс" деди.
Униң билдүрүшичә, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини җәрянида, 47 тибәтлик паалийәтчи хитай сақчилири тәрипидин тутулған, аз дегәндә 50 кишилик һоқуқ паалийәтчиси нәзәрбәнт қилинған яки һөкүмәтниң түрлүк бесимлири нәтиҗисидә бейҗиңдин кетишкә мәҗбур болған.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати баянатчисиниң ейтишичә, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини җәрянида чәтәллик мухбирларға қаритилған муамилә, бейҗиң олимпикиниң аччиқ бир хатириси болуп қалидикән.