Пакистан иттипақдаш армийиниң һуҗумиға наразилиқ билдүрди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.09.04
2008.09.04
Пакистан һөкүмәт хадимлириму қурәйшиниң қарашлириға қошулидиғанлиқини ипадилиди.
Америкиниң өзини ашкарилашни халимиған юқири дәриҗилик бир хадими чаршәнбә күни америка мәтбуатлириға, америка башчилиқидики бир қисим қошунларниң айрупилан билән пакистанға чегрисиға кирип, афғанистан билән чегрилинидиған бир районға һуҗум қилғанлиқини билдүргән иди.
Пакистан хадимлириниң ейтишичә, чаршәнбә күни америка йетәкчиликидики иттипақдаш армийә қошуни афғанистанниң йенидики җәнубий вәзиристан райониға тәвә ангур ада кәнтигә һуҗум қилип, аз дегәндә 20 адәмни етип өлтүргән, уларниң көпинчиси аял вә балилар болуп, пакистан ташқи ишлар министирлиқи бу сәвәблик иттипақдаш армийә қисимлириға қаттиқ наразилиқ билдүрди.