Сәккиз санаәтләшкән дөләт йиғини енергийә мәсилисини һәл қилишни тәләп қилди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.08
2008.06.08
Әнгилийә б б с агентлиқиниң учуриға асасланғанда, америка қатарлиқ сәккиз санаәт дөлити дуня бойичә әң көп нефит ишлитидиған дөләтләр болуп, дуня енергийиниң 3 тин икки қисимини бу дөләтләр ишлитидикән. Министирлар бирдәк һалда йеңи енергийә техникилири вә енергийә теҗәш усуллирини тәрәққи қилдурушни оттуриға қоюшқан.
Йиғин қатнашқучилири май баһасиниң бундақ юқири болушиниң дуня иқтисади тәрәққияти вә муқимлиқ үчүн пайдисиз икәнликини тәкитләшкән.
Җүмә күни хәлқара базарда майниң баһасиниң бир туңи 139 долларға чиққан иди.
Бу қетимқи йиғинға йәнә сәккиз санаәт дөлити тәшкилатиға әза әмәс хитай, һиндистан вә җәнубий корийә енергийә рәһбәрлириму сирттин тәклип билән қатнашқан.
Нөвәттә, америкида май баһасиниң юқири болуши аилә бойичә аптомобил ишлитишкә адәтләнгән америкилиқлар үчүн қийинчилиқлар туғдурған болуп, май баһаси мәсилиси америка иқтисадиға четишлиқ муһим темиға айланған. Сәккиз санаәт дөлити тәшкилатиға әза әмәс, хитайниң енергийигә болған еһтияҗи күнсайин ашқан болуп, кәлгүсидә хитайниң дунядики әң чоң енергийә сәрп қилидиған дөләт болуши пәрәз қилинмақта. Йиғинда йәнә толуқлима енергийә бәрпа қилиш вә май ишләпчиқириш миқдарини ашуруш мәсилисиму музакирә қилинған.