Хитай грозийә мәсилиси үстидә йәнила очуқ ипадә билдүрмиди

Франсийә агентлиқиниң сәйшәнбә хәвиридә көрситилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йү сәйшәнбә күни грозийә кризиси һәққидә битәрәп һалда баянат бәргән болуп, у баянатида " биз грозийә кризисигә мунасивәтлик дөләт һәм тәрәпләрниң диалог вә музакириләр билән кризисни мувапиқ бир тәрәп қилишни үмид қилимиз " дәп бейҗиң тәрәпниң русийини қоллаш ‏ - қоллимаслиқ һәққидики ениқ мәйданини билдүрмигән.
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.09.02
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 Русийә даирилири грозийиниң абхазийә билән җәнубий оссетийә аптоном җумһурийәтлириниң мустәқиллиқини бир тәрәплимилик етирап қилиш түпәйли хәлқарада йитим қелиш, иттипақдашлириниң қоллишиға еришәлмәслик вә явропа иттипақиниң имбаргосиға учраш хәвпигә дуч кәлмәктә.

Русийә әсли өткән пәйшәнбә күни таҗикистан пайтәхти дүшәнбидә чақирилған шаңхәй һәмкарлиқидики дөләтләрниң қоллишиға еришиш арзусида иди, лекин шаңхәй һәмкарлиқи тәшкилатиниң бир күнлүк башлиқлар йиғини пәйшәнбә күни ахирлишиштин бурун елан қилған ахбаратида:"шаңхәй һәмкарлиқи тәшкилатидики дөләтләр җәнубий оссетийә мәсилисини мәркәз қилған вәзийәтниң йеқинқи җиддийчиликигә диққәт қилиду шундақла тәрәпләрни мәвҗүт мәсилини тинч, сөһбәт йоли билән һәл қилишқа чақириду," дәп бу мәсилидә русийини қоллимайдиғанлиқ ипадисини билдүргән иди.

Ху җинтавму русийә рәһбири медведев билән көрүшкәндә русийиниң сочида қишлиқ олимпик мусабиқиси өткүзүшини һәмдә кавказийидә елип бериватқан паалийәтлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди. Бирақ, икки җумһурийәтниң мустәқиллиқини етирап қилиш мәсилисидә ипадә билдүрмиди.

Көзәткүчиләр шаңхәй һәмкарлиқи тәшкилатидики дөләтләр башлиқлириниң бу қарарни чиқиришида хитайниң һәл қилғуч роли барлиқини пәрәз қилишмақта. Хәлқаралиқ мәтбуатларниң тарқатқан хәвиридә ейтилишичә, уйғур вә тибәтниң мустәқиллиқ мәсилиси мәвҗут болған хитайниң җәнубий оссетийә вә абхазийә мустәқиллиқини қоллиши мумкин әмәс икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.