Хәлқаралиқ рай синаш, хитай хәлқиниң һөкүмәтниң ахбарат сияситигә қарши икәнликини ашкарилиди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.01
2008.05.01
Рай синаш хуласисида, һөкүмәт ахбарат әркинликини чәклимәслики керәк дәп аваз бәргүчиләр, аргинтинада %70, мексикида %79, мисирда %64, хитайда болса %58 ни игилигән.
Хитай һөкүмити бүгүнгә қәдәр ахбарат әркинликини чәкләп келиватқан вә бу чәклимисини хитайниң алаһидә әмәлий әһвалиға уйғун дәп тәрипләп келиватқан иди. Хитай йәнә, өзлириниң ахбарат җәһәттики контролини хитай хәлқиниң тоғра дәп қарайдиғанлиқини ипадиләп кәлгән иди.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, бу рай синаш нәтиҗисигә асасланғанда, нөвәттә хитай ичи - сиртида давам қиливатқан ғәрб ахбаратиға қарши намайишлар, хитай хәлқиниң көп қисминиң ирадисини әкс әттүрәлмәйду.