Сабиқ хитай мухбири шивитсарийиниң мукапатидин мәһрум қалдурулди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.29
2008.05.29
Истансимизниң игилишичә, ли чаңчиң 2008 - йиллиқ дуня гезитчилик бирләшмиси тәрипидин тарқитилидиған " алтун қәләм әркинлик мукапати" ға еришкән болуп, һөкүмәт ли чаңчиңнииң паспорт елиш һоқуқини елип ташлиғанлиқи үчүн, униң аяли униңға вакалитән мукапатни тапшуруп елишқа тәйярланған икән.
Бирақ һөкүмәт ли чаңчиниң аяли бав диңлиңни бейҗиң айропилан истансисидин чиқиш рәсмийити беҗириватқан йеридә тосивелип, униң паспортини мусадирә қилған.
Дуняниң һәрқайси җайлиридики 1 миң 800 дин артуқ гезитниң вәкиллири иштирак қилидиған мәзкүр мукапатлаш йиғиниға қатнашмақчи болған ли чаңчиң, фуҗо гезити зиярәт бөлүминиң муавин мудири иди, у 2004 - йили 10 - айда бошун тор бетидә фуҗо шәһиридә бир хил җиддий юқумлуқ кесәллик тарқалғанлиқ һәққидә хәвәр елан қилғанлиқи үчүн, " қәстән қабаһәтлик учур ойдуруп тарқитиш җинайити" садир қилған дегән җинайәт билән 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Әмма орган мәтбуатлири ли чаңчиңниң юқумлуқ кесәллик тарқалғанлиқ тоғрисидики хәвиридин кейин, фуҗо һөкүмитиниң бу һәқтики етираплирини ашкарилиған икән.