Японийә һәрбий парахоти иккинчи дуня урушидин кейин тунҗи қетим хитайға қәдәм басти
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.06.24
2008.06.24
Парахот, сичүәндә йәр тәврәш апитигә учриғанларға ярдәм бериш мәқситидә сәпәр қилған. Парахотта әдиял, беризинт, дора - дәрмәк қатарлиқ ярдәм әслиһәлири тошулған.
Бу японийә һәрбий парахотиниң иккинчи дуня урушидин кейин, тунҗи қетим хитай территорийисигә қәдәм бесишидур. Тарихий вәқәләр сәвәблик японийә һәрбий параохотиниң хитай территорийисигә қәдәм бесиши хитай җәмийити үчүн сәзгүр бир мәсилидур. Алдинқи айда японийә һәрбий парахотиниң хитайға ярдәмгә келидиғанлиқ хәвири хитай интернет сәһипилиридә наразилиқ пәйда қилған иди. Шуңа бу наразилиқниң алдимиздики күнләрдә техиму рошән ашкарилиниши тәхмин қилинмақта.
Бүгүн йәни сәйшәнбә хитай ташқи баянатчиси лю җйәнчав бу һәқтә пикир баян қилип, японийә һәрбй парахотиниң хитайға келишини икки дөләтниң дөләт мудапиә ишлиридики һәмкарлиқини илгири сүриду дәп чүшәндүргән. Һәм өзиниң хитай хәлқи буниңға қараита нарази болмайду дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.