Явропа парламенти қарар мақуллап, хитайни кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиш билән әйиблиди
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.07.11
2008.07.11
Мәзкур қарар лайиһиси явропа парламентиниң пәйшәнбә күни франсийидә ечилған йиғинида авазға қоюлған болуп, парламенттики 439 авазниң қошулуши, 51 авазниң рәт қилиши билән мақулланди. Гәрчә қарар лайиһисидә хитай - явропа иттипақи мунасивәтлири шундақла икки тәрәпниң һәр қайси саһәләрдики диалоги, йәршари характерлик зор мәсилиләрдики зич һәмкарлиқидин мәмнун икәнликини билдүргән болсиму, лекин хитайда кишилик һоқуқниң омумйүзлүк вә системилиқ түрдә дәпсәндә қилиниш хатирисигә диққәт қиливатқанлиқини әскәртипла қалмай, бу җәһәттики хатирисини тәнқидлигән.
Қарар лайиһисидә йәнә, хитай һөкүмити билән тибәт рәһбири далай лама вәкиллириниң арисида сөһбәт башланғанлиқини қарши елиш билән биргә, хитайни сөһбәт қәдимини тезлитишкә чақирған шундақла тибәтлик намайишчиларни сүрүштүрүш, тутқун қилиш вә халиғанчә қолға елиштин нарази икәнликини ипадилигән. Қарар лайиһисидә бейҗиң даирилиридин түрмидики барлиқ сиясий мәһбуслар, кишилик һоқуқи паалийәтчилирини кәңчилик билән бир тәрәп қилишни тәләп қилип, уларниң өлүм җазасини даим йолға қоюватқанлиқини тәнқидлигән.
Явропа парламенти йәнә, хитай даирилирини олимпик вәдисидә туруп, кишилик һоқуқ, демократийә, қанун вә аз санлиқ милләтләр һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақирған.