Явропа иттипақи русийә - грузийә мәсилиси һәққидә җиддий йиғин чақириду

Явропа иттипақи дүшәнбә күни русийә - грузийә мәсилиси җүмлидин русийиниң җәнубий ассетийә, абхазийидин ибарәт икки җумһурийәтниң мустәқиллиқини етирап қилиш мәсилисини музакирә қилип, русийигә қандақ муамилә қилиш һәмдә русийә билән қандақ мунасивәт орнитиш һәққидә җиддий йиғин чақириду.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.08.31

  Русийиниң абхазийә билән җәнубий оссетийиниң мустәқиллиқини етирап қилиши билән хәлқара җәмийәтниң җүмлидин явропа иттипақиниң ғул - ғулиси күчәйгән болуп, явропа иттипақи бурунла русийиниң җәнубий оссетийәгә әскәр киргүзүшини таҗавузчилиқ билән әйиблигән һәмдә москва билән тиблис арисида уруш тохтитиш келишиму түзүштә актип рол ойниған иди.

Әнгилийә баш министири бровн явропа иттипақиниң русийә билән болған мунасивитини түптин қайта ойлиниш керәк, русийиниң енергийә арқилиқ явропаниң гелидин боғушиға йол қоймаслиқ керәк дәп тәкитлигән.

Грузийә мәсилиси сәвәбидин русийә нато билән болған һәмкарлиқниму тохтатқанлиқини җакарлиған һәтта русийә сиясәтчилири арисида русийә явропани газ вә нефит билән тәминләшни тохтитиш керәк дәйдиған пикирләрму мәйданға чиққан. Чүнки, русийә явропани тәбий газ вә нефит билән тәминләйдиған асаслиқ дөләттур.

Русийиниң абхазийә вә җәнубий ассетийиниң мустәқиллиқини етирап қилиши америкиниңму тәнқидигә учриған болуп, һазирғичә һеч қандақ дөләт бу икки мәмликәтни етирап қилмиған. Бу әһвал русийиниң ғәрб билән болған мунасивәтлирини соғуқлаштурмақта.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.