Бүгүнки хитай вә “хитай тәһдити” гә қарши өсүватқан дуниявий тонуш
2022.07.21

Америка сиясий саһәси 2000-йилларда хитайниң иқтисадий җәһәттин қудрәт тепишиға һәмдәмдә болғанда униң демократийәгә өтүшигә йол ечиш мумкинликини тәкитләп аридин 20 йил өткәндә буниң бир түрлүк “сиясий фантазийә” болуп қалғанлиқини тәдриҗий һес қилишқа башлиди. Һалбуки хитайниң демократийәгә өтүши әмәлгә ашмайдиған бир хам хиял икәнлики мәлум болуватқанда уларниң дуняни өзлириниң әндизисигә чүшүрмәкчи болуватқанлиқи, шуниң билән биргә өзлири еришкән иқтисадий қуввәтни дәстәк қилип туруп дуняниң йеңи зомигири болушқа атланғанлиқи йеқиндин буян һәрқайси саһәниң зор диққитини тартишқа башлиди.
Әнглийәниң сабиқ башминистри тоний билайир (Tony Blair) 16-июл күни “канада хәвәрлири” гезитиниң зияритини қобул қилғанда “ғәрб дөләтлири бир яқидин баш чиқирип хитайға қарши бир ортақ истратегийәни түзүп чиқиши лазим” дегән болуп, бу һал дәл әнә шу хил арқа көрүнүшниң һазир барғансери мунтизим шәкил еливатқанлиқини көздә тутқан иди. Тоний билайирниң қаришичә ғәрб дуняси өзлириниң мудапиә әвзәлликини күчәйтмисә хитайниң “юмшақ күч” вә “қаттиқ күч” арилишип кәткән хирислири алдида ғәрбниң сиясий вә иқтисадий җәһәттики йетәкчилик орни ахирлишиш қисмитигә дуч келидикән. Хитай нөвәттә америка билән пән-техника саһәсидә үзәңгә соқуштуруш билән биллә тәйвәнни қошувелишни ашкара болған “мәхпийәт” шәклидә тилға алмақтикән. Шуңа у бу һални хуласиләп “биз һазир тунҗи қетим шәрқ дуняси маһийәттә ғәрб дуняси билән баравәр оттуриға чиқиватқан бир басқучқа келип қалдуқ. Бу әсирдики әң зор сиясий җуғрапийәлик өзгириш росийәдин әмәс, бәлки хитайдин келиду” дәйду.
Болупму хитай һөкүмитиниң “бир бәлвағ бир йол қурулуши” намидики “қәрз истеласи” һәққидә барғансери сәлбий пикирләр оттуриға чиқиватқанда хитайниң кеңәймичилик қилмишиниң ялғуз ғәрб дуняси үчүнла әмәс, йәнә һиндистан, филиппин қатарлиқ тәрәққий қиливатқан қошнилири үчүнму еғир хирисларни пәйда қиливатқанлиқи көпләп билинишкә башлиған. японийәлик сиясий анализчи хироюки акита (Hiroyuki Akita) 16-июл күни “йәкшәнбилик муһапизәтчи” гезитигә бу һәқтә сөз қилип “хитайниң һазир қиливатқанлири уларниң биринчи басқучлуқ нишани болуп, улар буниңда өзиниң қошнилирини америка билән шерикләшмәсликкә қиставатиду. Улар қошнилирини қорқутуш арқилиқ америка башчилиқидики ғәрб күчлирини асия районида ялғуз қалған һалға чүшүрүп қоймақчи” дәйду. Хитайниң һазирқидәк ашкара һалда һәрбий иғвагәрчилик қилиши һәмдә дуняға хоҗа болушқа атлиниши һәққидә сөз болғанда сиясий анализчи гордон чаң (Gordon Chang) буниң аллиқачан реаллиққа айлинип болған пакит икәнликини, әмма америка һөкүмитиниң немишқидур бу мәсилидә техичә кәскин бир мәйданға кәлмәйватқанлиқини тәкитләйду. .
“биз хитай һәрбий күчлириниң тәйвән һава бошлуқиға бесип кириватқанлиқини көп қетим көрдуқ. Әмма бу ялғуз тәйвәнниңла мәсилиси әмәс. Һазир хитай японийә, филиппин, һиндистан дегәндәк қошнилириниң һәммисигә тәһдит пәйда қиливатиду. Шуниңдәк уларни бир-биригә қарап болалмас қилип қоюшниму арзу қиливатиду. Чүнки бу хитай компартийәсиниң өткән йерим әсиридә көп тәҗрибидин өткән ишлар. Дуня өзлириниң иши билән тепичәкләп қалғанда улар тибәтни, шинҗаңни ишғал қиливалмидиму? һиндистан урушиму әнә шу хилдики әһвалда йүз бәрди. Һазир дуня йәнә бир қетим өз һали билән болуп кетиватқанда хитай бу кона дәстурни қайтидин ишқа селиватиду. Чүнки ши җинпиң һәрбий мәсилиләргә даир нурғун идийәләрни мав зедоңдин қобул қилған. Өткән йигирмә йилда хитай өзлириниң һәрбий күчини паал тәрәққий қилдуруп бүгүнниң тәйярлиқиға чүшкән иди. Мана әмди дуня русийәниң украинаға таҗавуз қилиши билән болуп кетиватқанда хитай һөкүмити милләтчилик билән юғурулған америкиға қарши хәлқ уруши һәққидики тәшвиқатларни қанат яйдуруватиду. Улар мушу арқилиқ бизниң дөлитимизни ашкара һалда дүшмән, дәп җакарлаватиду. Әмма бизниң һазирқи рәһбәрлиримиз хитайни задила ‛дүшмән‚ дейишни халимайватиду.”
Хитайниң бу хилдики дуня зомигиригә айлиниш хаһиши ғәрб сиясий саһәсини изчил әндишигә селип келиватқанлиқи мәлум. Австралийә либераллар партийәсиниң рәһбәрлиридин питер дуттон (Peter Dutton) 17-июлда “асман хәвәрлири” гезитиниң зияритини қобул қилғанда хитайниң кеңәймичилик һәрикәтлириниң маһийәттә нөвәттики килимат мәсилисидинму нәччә һәссә еғир бөһран болуп қалидиғанлиқини алаһидә тәкитлигән. Болупму хитай деңиз армийәсиниң тәрәққияти аллиқачан австралийә падишаһлиқ деңиз армийәсиниң тәрәққиятидин ешип кетиватқанлиқини алаһидә тәкитлигән питер дуттон “австралийә ялғуз хитайниң кишилик һоқуқ саһәсидики дәпсәндичилик қилмишлириниң һесабини сүрүштә қилип қалмастин йәнә униң һәрбий кеңәймичиликиниң биз үчүн немидин бешарәт беридиғанлиқиниму етибарға елиши лазим” дегән. Дәрвәқә бу һал австралийә сиясий саһәсидиму бәлгилик қоллашқа еришиватқан болуп, австралийә баш министири антони албанес (Anthony Albanese) вә ташқи ишлар министири пенний воң (Penny Wong) ниң йеқинқи мәзгилләрдә хитайға қарши кәскин пикирләрни оттуриға қоюши буниң бир дәлили һесаблинидикән. Әмма изчил давам қиливатқан росийәниң украинаға таҗавуз қилиши нөвәттә ғәрб дуняси үчүн “қош дүшмән” муһити яритиватқан болуп, бу һал көп қирлиқ тәсир пәйда қилмақта икән. Бу һәқтә сөз болғанда гордон чаң буниңдики русийә амилиниң муһимлиқини алаһидә тәкитләйду. .
“һазир хитайниң қошниларға болған хирислири тәйвән боғузидики вәзийәтни мәркәз қилған һалда оттуриға чиқиватиду. Шуңлашқиму хитай һазир америка һөкүмитиниң тәйвән сияситини өзлириниң мәнпәәтигә уйғун шәкилдә болуши лазимлиқини тәкитләватиду һәмдә тәйвән билән америка оттурисидики мунасивәткә хоҗайинларчә буйруқ чүшүрүватиду. Буни америка қобул қилалмайду. Әмма һазир хитайниң йүрикини йоғинитивәткән ишларниң бири ғәрб дунясиниң русийә башлиған урушқа күчлүк инкас вә һуҗум қайтуралмиғанлиқи болуватиду. Русийәдин шунчә қудрәтлик болған америка яки явропа иттипақиниң техичә ғач-ғуч қилип бирәр чарини ишқа селип русийәниң танабини тарталмаслиқи түпәйлидин хитай һазир ‛буларму тайинлиқкәнғу‚ дәп ойлап қеливатиду. Шуңа уларниң тәйвәндин башланған бу иғвагәрлики һазир барғансери көп даиригә йейиливатиду.”
Мулаһизиләрдин мәлум болушичә, худди тоний билайир көрситип өткәндәк нөвәттики ғәрб дунясида хитайниң бу хил “дуняға хоҗа болуш” нийитини барғансери тонуп йетишниң салмиқи ешип бериватқан болуп, бу ғәрб дунясидики күчләрни тездин бир нуқтиға җәм қилалайдиған әң чоң амил һесаблинидикән. Йәнә келип ғәрбий йерим шарниң майиллиқи хитайға әмәс, әксичә демократик қиммәт қаришини асас қилған күчләргә бәкрәк тәлпүнидикән. Шу сәвәбтинму бу һәқтики мулаһизиләр ғәрб дунясидики һәр саһә кишилири қизиқидиған темилардин бири болуп қалмақтикән.