Бейҗиңда намайиш өткүзгән 6 нәпәр америкилиқ чеградин чиқириветилди

Сәйшәнбә күни кәчтә тибәт һәрикитини қоллайдиған 6 нәпәр америкилиқ, чаңга шәкиллик олимпик мәйданиға йеқин җайда намайиш елип барғанлиқи үчүн бейҗиң сақчилири тәрипидин қолға елинди.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.08.20

 Истансимиз игилигән мәлуматларға қариғанда, бейҗиң олимпик тәнтәрбийә мурасими өткүзүлүватқан пәйттә, " әркин тибәт оқуғучилар һәрикити" тәшкилатиниң орунлаштуруши билән бейҗиңда көп қетим наразилиқ намайишлири өткүзүлгән болуп, сәйшәнбә күни олимпик мәйданиниң йенидики олимпик бағчисида 5 нәпәр америкилиқ " тибәткә әркинлик " дәп йезилған лозункини көтүрүп 20 сикунт өткәндә сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән.

Йәнә бир америкилиқ тәтқиқатчи нур арқилиқ "тибәткә әркинлик" дегәнгә охшаш ибариләрни кишиләр көп топлашқан җайларда көрсәтмәкчи болуватқанда сақчилар байқап қелип, уму қолға елинған.

Олимпик башлинип һазирға қәдәр 4 қетим наразилиқ намайишлири йүз бәрди, өткән һәптиниң ахири икки киши әтигән саәт 5 тин 45 минут өткәндә мәркизи телевизийә истансисиниң техи пүтмигән бинасиға хитайчә вә ингилизчә йезиқта " тибәткә әркинлик" дәп йезилған лозункини есип қойған иди.

Хитай сақчилири лозунка асқан икки киши вә намайиш өткүзгән 3 кишини чеградин қоғлап чиқирип, уларниң 5 йил ичидә қайта киришини чәклигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.