Хитай бихәтәрлик даирилири " кунмиңда йүз бәргән аптобус партлаш вәқәси олимпикқа қаритилмиған" деди

Франсийә агентлиқиниң сәйшәнбә күни бейҗиңдин тарқатқан хәвиридә,хитай бихәтәрлик даирилириниң сөзлиридин нәқил елип көрситишичә, 21 - июл йүннән өлкисиниң күнмиң шәһиридә арқа ‏ - арқидин йүз бәргән үч қетимлиқ аптобус партлаш вәқәсини олимпик билән бивастә алақиси йоқ дегән.
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.07.22

 Күнмиң аптобус партлитиш вәқәси һәққидә бүгүн ахбарат даирилиригә баянат бәргән хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси " партлаш вәқәсиниң бивастә бейҗиң олимпикқа бағлинишлиқи барлиқи ениқланмиған болсиму, әмма йәнила вәқәниң характери вә сәвәбини тәкшүрүшни давамлаштуримиз"дегән.

Кунмиңда дүшәнбә күни бир саәт ичидә йүз бәргән үч қетимлиқ аптобус партлашта 3 киши өлгән, 14 киши яридар болған иди. Нөвәттә сақчилар кунмиңниң асаслиқ қатнаш түгүнлирини назарәт астиға алған.

Бу қетимқи аптобус партлаш вәқәси бир ай ичидә, хитайниң җәнубий өлкилиридә йүз бәргән 3 ‏ - чоң вәқә һесаблиниду. Бейҗиң олимпикиға бир айму қалмиған пәйттә йүз бәргән мәзкур вәқәгә хитай һәмдә хәлқара мәтбуатларда кәң орун берилгән.

Хитай һөкүмити уйғур елидә йүз бәргән һәр қандақ бир вәқәни террорлуқ һәрикити дәп әйибләп кәлгән, хитайниң бу қетимқи йүннәндики партилашниң характерини қандақ бекитидиғанлиқи ахбарат даирилирини қизиқтуруватқан муһим нуқта болуп, франсийә агентлиқиниң хәвиридә"хитай һөкүмити буниң алдида, бейҗиңдин наһайити йирақ болған шинҗаңда вә тибәттә олимпикқа бузғунчилиқ қилиш һәрикәтлириниң алдини елиш үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини алаһидә күчәйткән" дәп тәкитлигән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.