Лондонда икки нәпәр хитай пуқраси өлтүрүлди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.08.10
2008.08.10
Өлгүчиләрниң бири әр, бир аял болуп, сақчилар уларниң вәһший усул билән қийнап өлтүрүлгәнликини билдүргән болсиму, лекин җинайәт садир қилғучиларниң тәкшүрүлүш үстидә туриватқанлиқи үчүн вәқәниң тәпсилатини елан қилмиған.
Хәвәрдә нәқил кәлтүрүлүшичә, шу җайдики хитай оқуғучилар уюшмисиниң бир әзаси мәзкур җайниң қалаймиқан район икәнлики, бу йәрдики бир қисим яш өсмүрләрниң даим әнә башқиларға зәрбә бериш қилмишлирини садир қилидиғанлиқини билдүргән.
Бу йеқинқи вақитлардин буян әнгилийә көрүлгән хитайларниң һуҗумға учраш вәқәлири ичидики әң еғир вәқә һесаблинидикән.