Ма йиңҗу гоминдаңниң 'ақ террорлуқ' җинайити үчүн тәйвән хәлқидин әпу сориди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.07.16
2008.07.16
Ройтерис агентлиқиниң баян қилишичә, ма йиңҗу сөзидә, гоминдаң тәйвәндә һөкүмранлиқ қилған йилларда, гоминдаңниң һөкүмранлиқиға қаршилиқ көрсәткән тәйвәнликләрдин 140 миң адәм қирип ташланған вә түрмигә елинғанлиқини ашкарилиған. Ма йиңҗуниң бу сөзи тәйвәндики радио - телевизийиләрдә толуқ текисти билән аңлитилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, гоминдаң чоң қуруқлуқта 1930 - йиллардин 40 - йилларғичә болған бир тарихий дәврдә 22 йил һөкүм сүргәндин кейин, ахир мавзедуң билән болған урушта мәғлуп болуп қачқанда тәйвәнни игиливалған.
Шуниңдин кейинла тәйвәндә 'ақ террорлуқ' йүргүзүп, демократийини вә мустәқиллиқни арзу қилидиған кишиләрни қаттиқ җазалиған. Тәйвән 1980 - йилларда демократийә йолиға маңғандин кейин, тәйвәндә өктичи партийиләрниң мәвҗутлуқи қанунлашти.