Тәйвән дөләт мудапиә министири, хитайға қарши һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини елан қилди

Бирләшмә агентлиқниң хәвәр қилишичә, тәйвән дөләт мудапиә министири сәйшәнбә күни, бу йил 22 ‏ - сентәбир билән 26 ‏ - сентәбир арисида һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини елан қилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.07.15

 Министир чю кочиң сөзидә, нөвәттә хитай - тәйвән мунасивитидә яхшилиниш болуватқан болсиму, хитайниң әскирий һуҗумиға қарши уруш тәйярлиқини бошаштурмайдиғанлиқини билдүргән.

Министир чю кочиңниң билдүрүшичә, бу қетимқи маневир чоң һәҗимлик маневир болиду. Маневирда тәйвән деңиз армийиси вә қуруқлуқ қисимлири өзлириниң уруш иқтидарини синайду вә уруш техникисини мәшқ қилиду.

Тәйвән дөләт мудапиә министири бу һәқтә қилған сөзидә маневирда чоң қуруқлуқтин келидиған башқурулидиған бомба һуҗумидин мудапиәлиниш вә тәйвәнниң һәрбий базилири вә санаәт муәссәлирини қоғдаш мәшиқи елип берилидиғанлиқини билдүргән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.