Хитай һөкүмитиниң бихәтәрлик тәдбирлиригә қаримай тибәт паалийәтчилири бейҗиңдики наразилиқ һәрикәтлирини давамлаштурмақта

Тибәт паалийәтчилири хитай һөкүмитиниң бихәтәрлик тәдбирлиригә қаримай бейҗиңдики наразилиқ һәрикәтлирини давамлаштурмақта. Шәнбә күни өзлирини тибәт байрақлириға оривалған бәш тибәт паалийәтчиси тийән әнмин мәйданида бейҗиң һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши өткүзгән.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.08.09

 Америка бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, намайишчилар, " тибәткә әркинлик" дәп шуар товлиған. Хитай даирилириниң тйәнәнмен мәйданидики қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлиригә қаримай, наразилиқ һәрикити елип барған мәзкур тибәтлик паалийәтчиләр, узун өтмәй хитай бихәтәрлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилгән. Хәвәрдә ейтилишичә, уларниң қайси йәргә елип кетилгәнлики мәлум әмәс икән.

Җүмә күни ахшими үч тибәтлик паалийәтчи, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ечилиш мурасими өткүзүлидиған дөләтлик стадюмниң киришидә тибәт байрақлирини учуртқанлиқи үчүн, хитай сақчилири тәрипидин тутулуп, шәнбә күни хитайдин чиқириветилгән иди.

Чаршәнбә күни болса, төт тибәтлик паалийәтчи, қош увиси дәпму аталған олимпик стадиюминиң сиртидики истолбуларға тибәт байриқи вә тибәткә әркинлик дегән лозункини асқан болуп, иккиси америка, иккиси әнгилийә пуқраси болған мәзкур тибәт паалийәтчилириму хитайдин чиқириветилгән иди.

Буниңдин сирт йәнә, чәтәлләрдики тибәтләрму уйғурларға охшашлар дуняниң һәр қайси дөләтлиридә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикәтлирини давамлаштурмақта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.