Тйәнәнмен һәрикитиниң пиланлиғучилиридин чен зимиң: "хитай әмәлдарлири инсанийәткә вә дуняға қарши" деди

Хитай сиясий өктичилири бейҗиң олимпикиниң 1936 - йилидики берлин олимпикигә охшап қалмаслиқини, хитайниң сиясий қурулмисида өзгириш елип келишини үмид қилидиғанлиқини ипадиләшмәктә.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.07.28

 Ройтерста көрситишичә, 1989 - йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң пиланлиғучилириниң бири вә шу сәвәбтин хитайда 13 йил түрмидә ятқан чен зимиң дүшәнбә күни седний шәһиридә сөз қилип, бейҗиң олимпикини 1988 - йилидики корийидә елип берилған сеул олимпикигә охшаш хитай сиясий сәһнисигә иҗабий өзгириш елип келишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Гәрчә хитайдики зиялийлар қатлими вә авам хәлқ бу нөвәтлик бейҗиң олимпикиниң һәр җәһәттин утуқлуқ болушини, әң муһими хитай сиясий системисиға демократийини елип киришини үмид қилидиған болсиму, әмма хитай һоқуқ сәһнисидики әмәлдарларниң бу хил арзуға қарши икәнликини оттуриға қойған чен “ әмәлдарлар бу олимпикини 1936 - йилидики берлин олимпикигә охшитип қоюшқа қиставатқан сәлбий күчләрдур” деди.

Чен йәнә, хитайниң һакимийәт бешидики әмәлдарларниң олимпик позитсийиси һәққидә тохтилип: “улар олимпикини дуняда яхши атаққа еришиш үчүн ишлитиватиду, әмәлийәттә улар инсанийәткә вә дуняға қарши” деди.

Чен зимиңниң сәпдиши болған ваң җүнтавму бейҗиң олимпикиниң хитайға һечқандақ өзгириш елип келәлмәйдиғанлиқини билдүргән вә олимпиктин кийин хитайда йәнила бай - кәмбәғәллик арисидики пәрқ, иҗтимаий вә сиясий тәңсизликләрниң йәнила ешип баридиғанлиқини билдүргән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.