Хитай өзбекистанға су турубиси ясап бериду

Хитай билән өзбекистан арисидики келишимгә бинаән хитайниң дөләтлик химийилик қурулуш ширкәтләр гуруһи өзбекистанниң пәрғанә вә әнҗан вилайәтлири арисида чоң көләмлик су турубиси ясаш қурулуши зиммисигә алған.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.29

 Пәрғанә агентлиқиниң бу һәқтики учурида ейтилишичә, өзбекистан уюштурған мәзкур қурулушни зиммисигә елишни талишишта хитай уни қолға кәлтүргән болуп, өзбекистан дөләтлик иқтисадий паалийәт банкиси мәзкур қурулушниң иқтисади чиқимини төләш, бирақ хитайниң мәлум бир дөләтлик банкиси тәрипидин қайтидин баһалинип, хитай тәрәп 20 йиллиқ мөһләт билән 44 милйон доллар зайом берип туруш бәлгиләнгән.

 Мәзкур су турубиси пилани өзбекистан һөкүмитиниң әнҗан, марғилан қатарлиқ вилайәтлирини су билән тәминләш пиланиниң бир қисимидин ибарәт болуп, нөвәттә, су қислиқи мәркизий асия җүмлидин өзбекистан, қазақистан, түркмәнистан қатарлиқларниң муһим темиси болуп қалған.

Өзбекистанни кесидиған аму вә сир дәрясиниң сулириму азлашқа, көплигән җайлар қурушқа йүзләнгән, әнә шу сәвәбтин мәркизий асия дөләтлири бирликтә су мәсилисини һәл қилиш музакирилири елип бармақта. Пәрғанә вадиси болса, оттура асиядики аһалә әң зич җайлар болуп һесаблиниду.

Хитай билән өзбекистан газ турубиси ятқузуп, өзбекистан газини хитайға тошуш келишимиму һасил қилған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.