Хитай сақчилири бейҗиңда тибәтни қоллиған төт чәтәлликни қолға алди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.06
2008.08.06
Б б с ниң хәвәр қилишичә, бейҗиңда тибәтләрни қоллап намайиш қилған төт чәтәлликниң иккиси америкилиқ, иккиси әнглийилик.
Хәвәрдә баян қилинишичә, бейҗиңда йол чириғиниң түврүкигә ямишип чиқип тибәтләрни қоллап плакат асқан әнглийилик айн том янфон арқилиқ мухбирға 'һазирқи вақит тибәтләр үчүн һәл қилғуч вақит, хитай олимпик арқилиқ тибәттики начар кишилик һоқуқ вәзийитини пәдәзлимәкчи болуватиду', дегән.
Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, әнгилийиниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханиси һазир, хитай сақчилири тутуп кәткән әнгилийикләрни сүрүштүрүватиду вә адәм әвәтип улар билән көрүшмәкчи.