Хитай алий соти бу йилниң дәсләпки 6 ейида өлүм җазаси берилгән делоларниң %15 ни ағдуруп ташлиған

Дөләт игидарчилиқидики хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитай алий сот мәһкимиси 2008 ‏- йилниң дәсләпки 6 ейида өлүм җазаси берилгән делоларниң %15 ни дәлил -пакитларниң йетәрсизлики яки өлүм җазаси беришкә уйғун әмәслик сәвәбидин ағдуруп ташлиған. Лекин бу 6 ай ичидә зади қанчилик адәмгә өлүм җазаси берилгәнлики йәнила дөләт мәхпийәтлики сүпитидә елан қилинмиди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.06.27

 Хитай али сот мәһкимиси 2006 ‏- йили йәрлик сотларниң өлүм җазасини тәдбиқлаш һоқуқини қайтурувалғанлиқини вә бу һоқуқниң еһтият билән йүргүзүлидиғанлиқини билдүргән. Алий сот җинайи җаза 3 ‏- коллигийисиниң сотчиси гав җинхуң, мутләқ көп қисим делоларниң дәлил - пакитлар йетәрсиз, өлүм җазасиға уйғун әмәслик сәвәбидин рәт қилғанлиқини илгири сүргән.

"Җуңго гезити" бу һәқтики хәвиридә хитай хәлқара еқимниң өлүм җазасини қисқартиш тәлипигә маслишиватқанлиқи, әгәр " иҗтимаий шәрт -шараит пишип йетилсә " өлүм җазасиниң бикар қилинидиғанлиқини тәкитлиди. Хитай дунядики һәр қайси дөләтләр ичидә өлүм җазасини әң көп иҗра қилидиған дөләт, дәп қаралмақта. Болупму даириләрниң уйғур елидә сияси мәһбусларға җинайи ишлар қануниға асасән йәңгиллик билән өлүм җазаси бериливатқанлиқи әйибләнмәктә иди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хоңкоңдики тәтқиқатчиси марк аллисон, бу хәвәр йәрлик сотларда %15 делониң тоғра бир тәрәп қилинмиғанлиқини, уларға берилгән җаза иҗра қилинғанлиқини көрситиду, дәп әскәртти.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.