Сабиқ хитай рәиси хуа гофең үчүн дәпнә мурасими өткүзүлди

Мавзедоңдин кейин хитайни қисқа муддәт идарә қилип, сиясий сәһнидин ғайип болған сабиқ хитай рәһбири хуа гофең үчүн 31 - авғуст күни бейҗиңдики мәхсус хитай компартийисиниң рәһбәрлири дәпнә қилинидиған бабавшән қәбристанлиқида дәпнә мурасими өткүзүлди.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.08.31

 Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дәпнә мурасимиға ху җинтав, вен җябав һәмдә сабиқ хитай рәһбәрлиридин җаң земин, җу роңҗи қатарлиқлар қатнашқан. Ху җинтав хуа гофеңни "узун мәзгил синақтин өткән садиқ коммунизм җәңчиси вә пролетарият инқилабчиси" дәп атиған.

Хәвәрдә көрситилишичә, хуа гофең 20 - авғуст күни 87 йешида бейҗиңда кесәл сәвәбидин вапат болған болсиму, әмма техи һазирғичә дәпнә мурасими өткүзүлмигән иди.

Хуа гофең 1976 - йили мав өлгәндин кейин униң вәсийити бойичә хитайниң әң алий рәһбирилик орниға чиққан болуп, 1980 - йили деңшявпиң тәрәпдарлири тәрипидин тәхттин чүшүрүлгәндин буян партийә мәркизий комитетидики әзалиқ орни сақлинип қелинған болсиму, лекин сиясий сорунлардин орун алмай, кишиләр үчүн сирлиқ түс алған иди.

Чәтәлләрдики хитай мәтбуатлирида хуа гофеңниң кимлики һәққидә түрлүк учурлар вә материяллар елан қилинип, униң 70 - 80 - йиллардики мав зедоңниң өлүмидин кейинки хитай алий рәһбәрлик қатлимидики һоқуқ күрүшиниң қурбани болғанлиқи, һәтта униң әслидә мавзедоңниң нарәсмий аялидин болған оғли икәнликигә аит қияслар оттуриға қоюлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.