Японийә хитайдики қутқузушқа һәрбий айрупилан әвәтиштин ваз кәчти
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.30
2008.05.30
Әгәр бу пилан әмәлгә ашқан болса, бу японийә һәрбийлириниң 2 - дуня урушидин кейин тунҗи қетим қайта хитай земиниға аяғ бесиши болуп қалатти.
Японийә һөкүмитиниң баянатчиси мачимору, хитайға әвәтилидиған чедир вә қутқузуш буюмлириниң һава йоли транспорт әслиһәлиридә тошулидиғанлиқини җакарлиди. Мачимору, "һазирчә қоғдиниш қисимлириниң һәрбий айрупиланлирини ишлитиш пилани йоқлуқи"ни, чүнки һәрбий айрупиланда тошуш пилани хитайда бәзи биарамчилиқларни қозғиғанлиқини билдүрди.
Японийә алдинқи күни хитайниң ярдәм буюмлирини көпәйтиш тәлипигә асасән қутқузуш буюмлирини һәрбий айрупиланда йөткәйдиғанлиқини билдүргән. Бу хәвәр хитай тор бәтлиридә наһайити җиддий муназирә қозғиған. Мачимору, "әгәр бу талаш - тартиш қозғайдиған мәсилә болуп қалса ундақ қилинмаслиқи керәк " дәйду.
Японийә дөләт мудапиә министири ишиба хитайниң бу мәсилидики биарамчилиқини өтмүштики әслимиләргә бағлиған. У , хитайниң "японийигә нисбәтән башқа дөләтләргә охшимиған әслимиси бар " дәп тәкитлиди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси, пәйшәнбә күни японийиниң инсанпәрвәрлик ярдимини қарши алидиғанлиқини, лекин қутқузуш хизмитигә японийә армийисиниң қатнишиш мәсилисини хитай - японийә дөләт мудапиә министирликлири кеңишип бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүргән иди.